Б

Бейимақ

Пеил ①байлиққа, дунйаға, дөләткә игә болмақ: деһқан-чарвичилар барғансери бейиди. ②Мукәммәлләшмәк, йетилмәк, тәрәққий қилмақ: бизниң сәнитимиз өсиду, бейийду. ③Көпләп йиғилмақ, топланмақ: ишлигәнсери тәҗрибимиз бейиди.

Бәтбәширә

[Парсчә, әрәбчә] ①сүпәт. Әлпази, әпти, чирайи бузуқ; көрүмсиз; сәт: у пакар вә бәтбәширә бир док киши икән. // Өйниң ичидин пешанисида пәқәтла бир көзи болған аламәт қорқунчлуқ бир бәтбәширә чиқипту. ②Исим. Йаман қийапәт, маһийәт:-ундақларниң бәтбәширисини мән бир қарапла биливалимән,-деди бовай орнидин туруп.