Ә

Әййам

Исим [әрәбчә] ①<يېزىق تىلى> Күн, күнләр, вақит, вақитлар: арчилар шилдирлиди, қушқачлар көккә өрлиди, қошулуш әййамини торғайлар хәндан күйлиди. ②Байрам, байрам күнлири: әй вәтән пәрзәнтлири, байримиңиз мубарәк, хушал-шад өтүватқан әййамиңиз мубарәк.

Әййуһәннас

Им [әрәбчә] <يېزىق تىلى>①Көпчиликкә, топланған, җәм болған халайиққа қарита қилинидиған хитаб, нида; әй халайиқ, әй адәмләр: моллазәйдин йәнә җакарлап мундақ деди:-әййуһәннас-ишитиңлар амухас, гунаһ рийа болсиму, җаза дегән раст. ②Көчмә мәнилик сөз. Һайаҗан, қайғу, ғәзәп вә азаблиниш туйғулирини ипадиләйдиған дад-пәрйад, шавқун-сүрән, күчлүк аваз: кәйнимгә бурулуп қаридим, әййуһәннас, тамниң төшүклиридин йоған-йоған йиланлар башлирини чиқирип, кушулдишип турмамду, бәдәнлирим шүркүнүп кәтти.

Әһмийәт

Исим [әрәбчә] ①бирәр нәрсә йаки ишниң кишилик һайатида, җәмийәттә, вәқәликтә тутқан орни; қиммити; муһимлиқи; роли: әһмийити бар. Әһмийити зор. ②Етибар; диққәт-етибар: әһмийәт бәрмәк.

Әпсуслинарлиқ

Сүпәт. Кишигә әпсуслуқ һес қилдуридиған, кишини әпсусландуридиған: шуниси әпсуслинарлиқки, бизниң бәзи апторлиримизму өзигә вә тәһрирләргә тоғра муамилә қилмайду.

Әтигән

Рәвиш ①таң йоруғандин тартип күн чиққучә болған арилиқтики вақит; сәһәр: уйанға бақ, бу йанға бақ, әтигән туруп қошнаңға бақ (мақал). ②Бәлгиләнгән вақитқа нисбәтән балдур; вақти йетип кәлмигән: мән әмди он сәккиз йашқа кирдим, той қилишқа техи әтигән.