Шәхсләр

Абликим Әмәт

Абликим Әмәт

Фотограф вә хәттат Абликим Әмәт 1963-йили 5-айниң 1-күни вәтинимиздики байинғолин моңғул аптонум областиниң хошут наһийәсидә туғулған. Башланғуч вә оттура мәктәпләрни хошут наһийәсидә оқуған. Алий техникомни пүттүргән. Абликим Әмәт кичикидинла гүзәл-сәнәткә, рәсим сизиш вә һөсн хәт йезишқа штийақ бағлиған болуп, өзлүкидин тиришип өгүнүп кейинки вақитларда Уйғур дийарида нәшир қилинған нопузлуқ гезит-журналларда көплигән һөсн хәт вә фото сүрәт әсәрлирини елан қилған. Абликим Әмәт пәвқуладдә талантлиқ фотограф, униң сүрәткә алған Уйғур райониниң мәнзириси, дәрйалири, тағлири, қәдимки дәрәхлири вә пәқәт тәбиәтла йариталайдиған рәңдарлиқни әкс әттүргән әсәрлири униң вәтини, тарих, мәдәнийәт, әнәнә вә ривайәтлирини тәнтәнә қилиду вә шундақла униң сеғиниши ипадилиниду. Униң әң тоғра пәйтни туталиған бу фото-сүрәтләрдики образларниң мукәммәллики, фотографниң күзитишчанлиқидики хаслиқ, өзгичилик һәмишә бизни һәйран қалдуриду. У 1990- йилидин башлап фото сүрәтчилик кәспини өгүнишкә киришкән. У ана йуртимизниң бипайан сеһирлик қойнидики тилсимлардин гүзәл дурданиларни...

Давамини оқуң!

Халмурат Ғопур

Халмурат ғопур

Халмурат ғопур 1960-йили үрүмчи шәһиридә оқутқучи аилисидә туғулған болуп, у кичикидин хәнзу тили мәктипидә оқуған. 1982- Йили әла нәтиҗә билән шаңхәй җуңйи иниститотини пүттүргән. Мәктәп тәшкили уни мәктәпкә елип қелишни қарар қилған болсиму қан-қениға сиңип кәткән ана йурт сөйгүси, шинҗаң билән шаңхәй оттурсидики мәдәнийәт, иқтисад вә башқа җәһәтләрдики чоң пәриқни түгитиш үчүн у йәнила өз йуртиға- тәңритағ етикигә қайтип кәлди. Халмурат ғопур қайтип кәлгәндин кейин тәшкилниң тәқсиматиға аңлиқ бойсунуп, аптоном районлуқ җуңйи дохтурханисиға орунлашти. Мәктәп дәрвазисидин әмдила чиқип, җәмийәттин ибарәт бу шавқунлуқ дәрйаға шуңғуған халмурат ғопур әмәлий хизмәт давамида нурғун қийинчилиқларға дуч кәлди. Хизмәт давамида у билим сәвийисини давамлиқ йеңилимиса болмайдиғанлиқини һес қилип 1985- йили шинҗаң тиббий иниститоти ғәрпчә давалаш нәпәс йоли ички кесәлликләр бөлүминиң магистирлиқ унвани үчүн оқуйдиған аспирантлиққа имтиһан берип өтти. Оқуш җәрйанида у инглизтили вә рос тилини...

Давамини оқуң!

Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар 1936-йили 11- айда ғулҗа шәһиридә қол һүнәрвән аилисидә туғулған. 1945-Йилидин 1952-йилиғичә башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийисини ғулҗа шәһиридә алған. 1952-Йили 9-айда ғулҗидики әхмәтҗан қасими намидики билим йуртиға кирип бир йил оқуғандин кейин, 1953-йили 9-айда сабиқ шинҗаң иниститутиниң тил-әдәбийат факултетида оқушқа киргән вә 1956-йили оқуш пүттүргәндин кейин үрүмчи вә ғулҗиларда маарип саһәсидә ишлигән, кейин или педагогика иниститоти тил-әдәбийат факултетиға йөткилип оқутқучилиқ қилған. 1988-Йилидин етибарән шинҗаң йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси болуп ишләшкә башлиған Абдурахман Қаһар, дөләтлик 2- дәриҗилик кәспий йазғучи, җуңго йазғучилар җәмийитиниң әзаси, җуңго аз санлиқ милләт йазғучилири илмий җәмийитиниң һәйәт әзаси иди. Пишқәдәм Уйғур йазғучиси Абдурахман Қаһар 2020-йили 12-декабир күни 85 йешида үрүмчидә вапат болған.
Абдурахман Қаһар әдәбийат саһәсигә 50- йилларниң оттурилирида шеир иҗадийити билән кирип кәлгән вә шу йилларда бир қисим шеирларни йезип елан қилдурған. Кейнчә, у мәхсус...

Давамини оқуң!

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури

Өмәрҗан Нури 1968-йили 4-айниң 25-күни хотән вилайити қарақаш наһийисиниң қарасай йезисида бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч, оттура мәктәпни қарасай, қойчи йезилирида, толуқ оттура мәктәпни қарақаш наһийилик 1-оттура мәктәптә оқуған. 1986-Йили алий мәктәп имтиһанида иҗтимаий пәнләр бойичә әла нәтиҗә билән хитайниң чаңчүн шәһиридики шәрқи-шимал педагогика университетиниң тарих кәспигә қобул қилинған. Мәркизи милләтләр университетида икки йил тәййарлиқ оқуғандин кейин, шәрқи-шимал педагогика университетиниң төт йиллиқ тарих кәспини пүттүрүп, 1992-йили хотән педагогика мәктипи (һазирқи хотән педагогика институти) гә тарих оқутқучиси болуп ишқа чүшкән. 2000-Йиллири бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетида тарих пәнлиридә магистирлиқ унванини алған.

Өмәрҗан Нуриниң «нушриван йаушефниң бәргән мәлуматлирида уйғурлар», «турпан уйғурлириниң 1732-йилидики шәрққә көчүши һәққидә бир мәлумат», «аталмиш йаш қәшқәрликләр партийәси вә әндиҗан вәқәси», «қутлуқ шәвқигә қилинған төһмәт», «ататүркниң Уйғур дости», «Бурһан Шәһидиниң тәрҗимиһалидики бәзи мәсилиләр үстидә тәтқиқат», «хитайларниң Уйғур йегәнлики һәққидики өз...

Давамини оқуң!

Мутәллип Сидиқ Қаһири

Мутәллип Сидиқ Қаһири

Атақлиқ тилшунас, иҗтиһатлиқ журналист, Уйғур киши исимлири тәтқиқатчиси Мутәллип Сидиқ Қаһири әпәнди 1950-йили қәшқәр йеңишәһәр наһийисидә туғулған. 1968-Йилидин 1971-йилиғичә қайта тәрбийәдә болған. 1983-Йили қәшқәр педагогика иниститутини пүттүрүп шу мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1991-Йилидин тартип «қәшқәр педагогика иниститути илмий журнили» да муһәррир болуп ишлигән. «Уйғур киши исимлири вә униң мәниси» намлиқ китаби 1992-йили бесилған. Кейин йәнә «исимни қандақ қойуш керәк», «исим қойуш қолланмиси», «Уйғур киши исимлири» (1998) қатарлиқ китаблири нәшр қилинған. Уйғур киши исимлири һәққидә 30 парчидин артуқ мақала елан қилған, бу мақалиларниң көпи «хәзиниләр ачқучи» (2006) намлиқ китабиға киргүзүлгән. «Әрәб тилидин асас» намлиқ үч қисимлиқ китаби, «әрәбчә сөзлишиш», «әрәб тили елипбәси», «әрәб тили қаидилири», «әрәб тилини муәллимсиз өгиниш» дегән китаблири нәшр қилинған. Тилшунаслиқ нуқтисидин йәнә қәшқәрдики «шәйхләр» ниң тили һәққидә бир қатар тәтқиқатларни елип барған.

Мутәллип Сидиқ Қаһири әпәндиниң «тил вә...

Давамини оқуң!

Җалалидин Бәһрам

Җалалидин Бәһрам

Җалалидин Бәһрам 1942-йили 8-айниң 16-күни Уйғур дийариниң ғулҗа шәһридә һөнәрвән (тиккүчи) аилисидә дунйаға кәлгән. Униң атиси бәһрам әпәнди уста һүнәрвән болупла қалмай, бәлки или нахшилирини һәқдадиға йәткүзүп ейтидиған хәлқ нахшичиси һәм рәссам иди. У мәрипәтпәрвәр адәм болуп, хуш-пеиллиқ вә чақчақчилиқ билән алаһидә көзгә ташлинип туратти. У зерәк һәм тетик чоң болуватқан оғлиға хәлқ -чөчәклири вә дастанлирини чоңқур һессийат билән сөзләп берәтти. Шундақла униңға һәрхил рәсимләрни көрситип, рәссамлиқниң сеһри-күчини тәрипләйтти. Шуңа, Җалалидин Бәһрам: «мениң йумран қәлбимгә әдәбийат-сәнәт уруқлирини чечип, рәссамлиқ вә әдәбийат бихлирини йетиштүргән атамни һәр даим мәмнунийәт билән әсләймән…» дәйду.

Оқуш вә хзмәт һайати
Җалалидин Бәһрам 1950-йилдин 1954-йилғичә ғулҗа шәһиридики «рошән» башланғуч мәктипидә, 1954-йилдин 1957-йилғичә или оттура мәктипидә оқуған. Рәсим куржуки, әдәбийат куржуки қатарлиқларға қатнишип, мәктәпниң тәшвиқат тахтилирида тунҗи қетим балилиқ һессийати билән йазған шеерлирини елан қилған. 1957-Йили үрүмчигә оқушқа келип, 1958-йилғичә...

Давамини оқуң!

Ғәнизат Ғәйурани

Уйғур қамуси

Ғәнизат Ғәйурани (1930-2007) кәлпин наһийәсидә туғулған. 1948-Йилидин 1950-йилиғичә шинҗаң дарилфонунида оқуған. 1950-Йилидин 1953-йилиғичә сабиқ өлкилик 2-дарилмуәллиминдә оқутқучи болған. 1953-Йилидин 1955-йилиғичә шинҗаң хәлқ нәшрийати Уйғур дәрслик гурупписиниң башлиқи болған. 1955-Йилидин 1957-йилиғичә мәркизий милләтләр институтиниң тилшунаслиқ синипида оқуған. 1957-Йилидин 1962-йилиғичә «шинҗаң гезити» идарисидә муһәррир, мухбир болуп ишлигән. 1962-Йилидин 1966-йилиғичә үчтурпан наһийәлик 1-оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1980-Йилидин башлап, шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ тил-йезиқ комитетида тил тәтқиқати билән шуғулланған.

Ғәнизат Ғәйурани 1949-йили «шинҗаң гезити» дә елан қилинған бир түркүм шеирлири билән иҗадийәт сепигә киргән. Униң «тарим бойида», «һайат қошиқи» қатарлиқ шеир топламлири, «болди қил» намлиқ фелйәтон вә сатиралар топлими, «100 рубаий» намлиқ рубаийлар топлими нәшр қилинған.

Ғәнизат Ғәйураниниң тил тәтқиқат вә нәшрийатчилиқ саһәсидики төһписиму алаһидә гәвдилик. Азадлиқтин кейин у тунҗи болуп түзгән башланғуч мәктәпләрниң елипбә, тил, математика қатарлиқ дәрсликлири вә толуқсиз оттура мәктәпниң гирамматика дәрслики (1-қисим)...

Давамини оқуң!

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш

Зулпиқар Барат Өзбаш 1975- йили ақсу учтурпан наһийисидә туғулған. 1992- Йилидин 1996- йилиғичә шинҗаң университетиниң җуңго тиллири факултетида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин аптоном районлуқ дөләт баҗ идарисиниң тәрҗимә башқармисида тәрҗиман, сабиқ «шинҗаң баҗ ишлири» журнилида тәһрир вә мәзкур идариниң «баҗ кадирлирини тәрбийәләш мәркизи» дә оқутқучи болуп ишлигән. У әдәбий тәрҗимигә 1992- йили алий мәктәптә оқуватқан мәзгилидин башлап киришкән болуп, җуңгу вә чәт әл әдәбийатидики көплигән даңлиқ әсәрләрни тәрҗимә қилип тонуштурған вә әдәбий тәрҗимә маһарити һәққидә чоңқур издәнгән. У тәрҗимә қилған әсәрләрниң тили интайин раван, йеқишлиқ, пасаһәтлик, чүшинишлик болуп, оқуған кишигә ана тилда йезилғандәк туйғу бериду. У әдәбий тәрҗимини дәсләптә хәнзу әдәбийатидин башлиған болуп, «тухумәк дәрихи астида», «сесиқ пайпақ мода болған шәһәр» қатарлиқ сатерик тәрҗимә һекайилири һәр қайси гезит- журналларда елан қилинған. 1998- Йилидин башлап инглиз тилини өзлүкидин өгинишкә башлиған, 2001-...

Давамини оқуң!

Халидә Исраил

Халидә Исраил

Халидә Исраил, 1952- йили 10- айда қәшқәр шәһридә туғулған. 1959- Йилидин 1969- йилиғичә ақсу, хотән қатарлиқ җайларда башланғуч, оттура мәктәпләрдә оқуған. 1971- Йилидин 1972- йилиғичә «хотән гезити» дә ишлигән . 1972- Йилидин 1975- йилиғичә сабиқ мәркизий милләтләр иниститотиниң тил факолтитида оқуған. Оқуш пүттүргәндин кейин «шинҗаң гезити» идарисигә тәхсим қилинған. Һазир шу орунда муһәррир болуп ишләватиду. Һазирғичә Халидә Исраилниң «қумлуқ чүши», «таш шәһәр» қатарлиқ һекайә- повестлар топламлири нәшир қилинған.

Халидә Исраил 1985- йилдин башлап әдәбий иҗадийәткә киришкән. У гойа бирдинла бәрқ уруп чечәклигән баһар гүлидәк наһайити қисқа вақит ичидила өзиниң аз, әмма саз болған, китабханлар қәлбини ләрзигә салалиған әсәрлири билән әдәбийатимиз мунбиридә өзигә мунасип орун алди.

У 1985- йили елан қилған тунҗи һекайиси – «еһ, һайат» тин башлап һазирғичә «ана», «ойғиниш», «әң гүзәл хатирә», «йилтиз», «һаңгирт көли», «қумлуқниң чүши», «у көзләр», «рәңдар қуйун»,...

Давамини оқуң!

Раһилә Давут

Раһилә Давут

Раһилә Давут (Rahile Dawut) 1966- йили 5- айда үрүмчидә зийалий аилисидә туғулған. 1983- Йили 9- айдин 1987- йили 7- айғичә шинҗаң университетиниң әдәбийат факултетида толуқ курста оқуған. 1987- Йили 9- айдин 1990- йили 7- айғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида хәлқ еғиз әдәбийати кәспи бойичә аспирантлиқта оқуған. 1994-Йили 9- айдин 1995- йили 7- айғичә бейҗиң педагогика университетида билим ашурған. 1995- Йили 9- айдин 1998- йили 7- айғичә бийҗиң педагогика университетида фолклор кәспи бойичә доктор аспирантлиқта оқуған вә «уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә тәтқиқат» намлиқ докторлуқ диссертатсийәсини мувәппәқийәтлик тамамлап, докторлуқ унваниға еришкән. 1998- Йилидин башлап, шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучи болуп ишлигән. 1999- Йили дотсентлиқ унваниға еришкән. 2002- Йили фолклор илми бойичә магистир аспирант йетәкчиси салаһийитигә еришкән. 2003- Йилидин 2004- йилиғичә америкиниң пинсилванийә университети фолклор тәтқиқат мәркизи вә индийана университети оттура асийа тәтқиқати факултетида...

Давамини оқуң!

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин 1964-йили қәшқәрдә туғулған. 1982-Йили 9-айдин 1986-йили 7-айғичә қәшқәр пидагогика иниститутида оқуған. 1986-Йили 7-айдин 1988-йили 9-айғичә шинҗаң тәҗрибә оттура мәктипидә оқутқучи болған. 1988-Йили 10-айдин 1990-йили 7-айғичә шинҗаң маарип иниститути илмий тәтқиқат орнида илмий журнал муһәррирликини үстигә алған. 1990-Йили 8-айдин 2009-йили 11- айғичә шинҗаң маарип иниститутиниң филологийә шөбә иниститутида оқутқучилиқ қилған. 1993-Йили 1-айда лекторлуқ унваниға еришкән. 1998-Йили 11-айда муавин пироффисорлуқ унваниға еришкән. 2004-Йили 11-айда проффисорлуқ унваниға еришкән. 2005-Йили 7-айда шинҗаң маарип иниститути филологийә шөбә иниститутиниң пәнний саһәдики башламчиси болуп баһаланған. 2009-Йили 11-айда шинҗаң пидагогика университитиға йөткилип килип, аспирант йитәкчиси болған. Абдуқадир Җалалидин нурғунлиған шеир, мақалә, тәрҗимә әсәрләрни йезип нәшир қилдурған болуп, көпинчиси уйғурлар талишип оқуйдиған әсәрләргә айланған. Бир қисим әсәрлири даңлиқ аваз артислири тәрипидин авазлиқ әсәргә айландурулған. Абдуқадир Җалалидин иҗадий әсәрләрдин башқа йәнә даңлиқ йазғучи никколо макйавиллиниң «һөкүмдарлар дәстури» намлиқ әсирини хитай тилидин Уйғур...

Давамини оқуң!

Йалқун Рози

Йалқун Рози

Йалқун Рози 1966-йили 3-айниң 4-күни атуш шәһириниң тәбиий мәнзириси гүзәл тағлиқ йезиси ағуда тоғулған. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни 1973-йилидин 1980-йилиғичә ағу йезисида оқуған. 1980-Йилидин 1982-йилиғичә қизилсу областлиқ 1-оттура мәктәптә оқуған. 1987-Йили шинҗаң университетиниң әдәбийат факолтитида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң хәлиқ радио истансисиға қобул қилинип, мухбирлиқ қилған. 1991-Йили 1-айдин башлап «шинҗаң маарип гезити» Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишлигән. 2005-Йилидин башлап шинҗаң маарип нәшрийати дәрслик бөлүмидә Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлирини түзүш, тәһрирләш хизмитини қиливатиду. Йалқун Рози әдәбийат обзорчилиқи, публистик мақалә, җәдидизим тәтқиқати, нутуқ ликсийә, Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлири түзүш вә нәшрийатчилиқ қатарлиқ җәһәтләрдә көзгә көринәрлик нәтиҗә-утуқларни қолға кәлтүргән болуп, «тәклимакандики алтун колдурма», «Мәмтили Әпәнди» (мерза сийит билән биллә), турмуштики пәлсәпә (тәрҗимә әсәр), ойғиниватқан әҗдад роһи (Уйғур йазғучиларниң надир әсәрлири топлими), лай қәләниң сири (Уйғур йазғучиларниң надир әсәрлири топлими) қатарлиқ китаплири нәшир қилинған вә...

Давамини оқуң!