П

Пүрмәк

①Пеил. Пүрмәпүрмә һаләткә кәлтүрмәк, қатлимақ: айшәмхан сиңлиси ипаргүлниң көңликини көкрикидин пүрүп тикип бәрди. *У чирайини пүрүп хелиғичә гәп қилмай олтурди. ②Исим. Пүрүлгән җай, пүрүк: йемәй тойдум бу шалниң күрмикидин, пүтүн чиқти қоңумниң пүрмикидин (мақал).

Пахпаймақ

Пеил ①пахпақ һалға кәлмәк (чач, сақал, йуң һәққидә): униң чачлири чуғундәкниң чаңгисидәк пахпийип, йүз-көзлириниму тосувапту. ②Көчмә мәнидики сөз. Гөлийип нарази болмақ: турсун бир пахпийивиди мудирниң йели чиқти.

Пахшә

Сүпәт [парсчә] кардин чиққан, чеқилған, бузулған, сунуқ: пахшә тухум. Пахшә кесәк. ②Көчмә мәнидики сөз. Әргә тәгкән, әр йүзини көргән; печити бузулған: биргә тәгкән йахши, иккигә тәгкән пахшә, үчкә тәгкән бахши (мақал). ③Көчмә мәнидики сөз. Мәғлуп болған, вәтвәрики чиққан, йеңилгән: у худди соқушуп пахшә болған хоразларға охшап қалғаниди.

Пара

Исим [парсчә] мәлум бир муддиа йаки мәсилиләрни һәл қилип бәргәнлики үчүн шу иш билән алақидар орун йаки шәхскә қанундин ташқири берилгән пул йаки маддий нәрсә; арилиқ: пара бәрмәк. Пара алмақ. Пара йемәк.