П

Палақ

①Исим [әрәбчә] диний мәктәпләрдә оқуғучиларни әдәпләйдиған йаки сорақханиларда гунаһкарни уридиған җаза қорали; йесси тайақ: палақ билән урмақ. ②Кемә, қейиқ, қолвақларни суда һәйдәш үчүн ишлитилидиған, суға кирип туридиған, учи йесси қилип йасалған йағач: қейиқ палиқи. ③Чивин өлтүрүш үчүн сим йаки йалтирақ тордин йасалған саплиқ әсваб: чивин палиқи. ④«Тәнтәрбийә» тиктак топ қатарлиқларни уруш үчүн йағач йаки башқа нәрсиләрдин мәхсус йасалған тәнтәрбийә саймини: тиктак топ палиқи. ⑤Сүпәт. Бихсиған, бузулған, сесип қалған, көкирип қалған (тухум һәққидә): палақ тухум. ⑥Тәқлид сөз. Йиқилиш, өрүлүш вә тез һәм тасадипий һәрикәттин чиқидиған аваз: сулайман аттин «палақ» қилип йиқилиш биләнла дад-пәрйад көтүрди.

Паләч

Исим [әрәбчә] ①«тебабәт» бир хил кесәллик. Буниңда, нерва хизмити тосқунлуққа учрап бәдәнниң бир қисми һәрикәт иқтидаридин пүтүнләй йаки қисмән һалда мәһрум болиду. ②Көчмә мәнидики сөз. Бирәр иш, хизмәт йүрүшмигән, тохтап қалған; пассип һаләткә чүшүп қалған, ақсап қалған һаләт: хизмәт паләч һаләткә чүшүп қалмақ.

Протон

Исим [русчә«грекчә] «физика» атом йадросини тәшкил қилғучи асасий зәрричиләрниң бири, мусбәт зәрәтлик, униң зәрәт миқдари електронниң 1836.5 Һәссисигә баравәр келиду. Һәр хил атомларниң тәркибидики протонлар сани охшаш болмайду.