П

Парчилимақ

Пеил ①бөләкләргә бөлмәк, аҗратмақ; парчә қилмақ, парчә һаләткә кәлтүрмәк: музни парчилимақ. *Савут ашқа бесилидиған гөшләрни парчилавататти. ②Бөлүвәтмәк, аҗизлаштурмақ: йуртни парчилимақ. Аммини парчилимақ. ③«Химийә» тәркибий қисимларға аҗратмақ, бирикмидин аҗритип алмақ: атомни парчилимақ. Маддини парчилимақ.

Паж

Тәқлид сөз. Су йаки тәркибидә суйуқлуқ болған нәрсиләр отта қизитилған йаки қизиқ йағқа селинғандин кейин чиқидиған аваз: су қайнап тешип мәш үстигә «паж» қилип төкүлгәндә чиққан аваз ичкирики өйгә аңлинип туратти.