П

Пут

Исим ①адәм, һайван йаки башқа җанлиқларниң гәвдисиниң йәрни тайинип туруши, йүрүши йаки өмилиши үчүн хизмәт қилидиған қисми; айағ: оң пут. Путни алмап олтурмақ. ②Кариват, үстәл, орундуқ қатарлиқ нәрсиләрниң йәргә тегип туридиған қисми; айиғи: орундуқ пути. Сафаниң пути. Үстәлниң пути. ③Миқдар сөз [русчә] еғирлиқ өлчәм бирлики, бир пут 83. 61 Килограмға тәң болиду.

Пуштәк

Исим. Метал, йалтирақ қатарлиқлардин йасалған, пүвләп чалидиған кичик сайман. Бу көпинчә кишиләрни бир йәргә йиғиш, гимнастика, тәнтәрбийә мусабиқилири қатарлиқ паалийәтләрдә ишлитилиду: пуштәк чалмақ.

Пүткүзмәк

①«Пүтмәк» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: бу сөһбәт болуп үч күн өтмәйла, сулайман өзиниң мақалисини йезип пүткүзди. ②«Пүтмәк» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: наһайити хушал болған падишаһ ләшкири мирзини алдиға чақиртип тилхәт пүткүзүпту. ③«Пүтмәк» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: униң бәргән дориси бурнумни пүткүзүп қойди.