Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Абруйсизландурулмақ

«Абруйсизландурмақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: бир адәм айрим зийанкәшләр тәрипидин мәлум вақит абруйсизландурулсиму, тарих бәрибир бир күни униң һәқиқий әһвалини чүшәндүриду.

Абстраксийә

Исим [русчә<латинчә>] <логика> ①нурғун шәйиниң айрим, маһийәтсиз бәлгилирини нәзәрдин сақит қилип, ортақ, маһийәтлик бәлгилирини айривелип пикир йүргүзүш. ②Мәвһум чүшәнчә, абстраксийиләштүрүш йоли билән һасил қилинған нәзәрийиви омумлаштурма, нәзәрийиви хуласә.

Аппарат

Исим [русчә«латинчә»] ①мәлум бир ишни беҗириш үчүн хизмәт қилидиған әсваб, механизм: фото аппарат. Телефон аппарати. ②Идарә, җәмийәт, тәшкилат қатарлиқ хизмәт органлири: аппаратларни ислаһ қилиш хизмити оңушлуқ елип берилмақта.

Аталмақ

1. «Атимақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: шуниңдин кейин у «һүсән партизан» дәп атилип йүрди.
2. «Атимақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: уларниң барлиқи мушу вәтәнниң азадлиқи үчүн аталғаниди.

Аҗрашчанлиқ

Исим «геологийә» минералларниң физикилиқ хусусийәтлириниң бири, минерал кристаллири сиртқи күчниң тәсиригә учриғанда, мәлум кристал йүз йөнилиши бойичә тәкши йүздә йерилидиған даимлиқ хусусийәт. Аҗрашчанлиқниң муқимлиқ дәриҗиси минералларниң хилиға қарап һәр хил болиду.