Й

Йиллап

Рәвиш. Йил бойи, йил вә йиллар давамида; бирнәччә йил: йәрләр һөддигә берилгәндин кейин, йиллап бир тийин пул көрмигән деһқанларниң қолиға пул кирип, қорсиқи тойуп, кийим-кечики йеңиланди.

Йиллап-Йиллап

«Йиллап» сөзиниң тәкрарлинип күчәйтилгән шәкли: надан хәлқ йиллап-йиллап ач қорсақ, йиғин ечип, шоар товлап өтәтти. Әл бешиға минивалған фашистлар, игиликини бузуп вәйран етәтти. *Турсун һазир йиллап-йиллап өйгә бир пуң елип кирмәйдиған болуп қалғаниди.

Йиллиқ

①Сүпәт. Бир йилға мөлчәрләнгән; бир йил ичидә болуп өткән йаки болидиған әһвалларға аит, көрситилгән йилға, шу йилдики әһвал-вәқәләргә мунасивәтлик: у чағда бизләрдин йиллиқ имтиһан елинивататти. *Йиллиқ хуласидә һәрбир кишиниң хизмитини баһалашта мушу хатирә асас қилиниду. ②Сүпәт. Миқдар вә санни билдүридиған сөзләр билән келип «шунчә йилға мөлчәрләнгән; шунчә йил давам қилидиған йаки қилған; шунчә йил болған» дегәндәк мәниләрни билдүриду: ахири мениң үч йиллиқ оқуш вақтим тошуп, хизмәткә тәқсим қилиндим. *Мән дәсләпки 19 йиллиқ һайатимни ашу йәрдә өткүздүм. *Сиз билмәйсиз, қасим дегән бизниң йезимизниң он нәччә йиллиқ су кадири. ③Исим мәктәпләрдики оқуғучиларниң мәктәпкә киргән йил чәклимиси асасида бөлүнгән дәриҗә айримиси: 92-йиллиқ Уйғур тили синипи. 3-Йиллиқ 2-синип. ④Исим. Йил бойи сәрп қилған меһнити, әмгики үчүн берилидиған һәқ, мааш: есиңдә тут, биз сән билән йиллиқиңни алтә пақландинла келишкәнмиз. *Қонақ билән йарчәнгә, бир йиллиқим кетиду. Йәттә...

Давамини оқуң!

Йиллиқ Параллакс

<ئاسترونومىيە> Турғун йултузларниң арилиқини өлчәштә йәр шариниң қуйаш әтрапида айлиниш орбитисиниң радиуси асаси сизиқ қилиниду. Буниңдин чиққан параллакс йиллиқ параллакс дәп атилиду.