①Сүпәт. Бир йилға мөлчәрләнгән; бир йил ичидә болуп өткән йаки болидиған әһвалларға аит, көрситилгән йилға, шу йилдики әһвал-вәқәләргә мунасивәтлик: у чағда бизләрдин йиллиқ имтиһан елинивататти. *Йиллиқ хуласидә һәрбир кишиниң хизмитини баһалашта мушу хатирә асас қилиниду.
②Сүпәт. Миқдар вә санни билдүридиған сөзләр билән келип «шунчә йилға мөлчәрләнгән; шунчә йил давам қилидиған йаки қилған; шунчә йил болған» дегәндәк мәниләрни билдүриду: ахири мениң үч йиллиқ оқуш вақтим тошуп, хизмәткә тәқсим қилиндим. *Мән дәсләпки 19 йиллиқ һайатимни ашу йәрдә өткүздүм. *Сиз билмәйсиз, қасим дегән бизниң йезимизниң он нәччә йиллиқ су кадири.
③Исим «маарип» мәктәпләрдики оқуғучиларниң мәктәпкә киргән йил чәклимиси асасида бөлүнгән дәриҗә айримиси: 92-йиллиқ Уйғур тили синипи. 3-Йиллиқ 2-синип.
④Исим. Йил бойи сәрп қилған меһнити, әмгики үчүн берилидиған һәқ, мааш: есиңдә тут, биз сән билән йиллиқиңни алтә пақландинла келишкәнмиз. *Қонақ билән йарчәнгә, бир йиллиқим кетиду. Йәттә йиллиқ иш һәққим маңа пүтүн қайтиду.
⑤Сүпәт. Йил муддити билән тохтамлашқан, йил бойи ишләшкә йалланған: йиллиқ ишчи. *Суптай он нәччә йилдин бери бу йәрдә гаһ йиллиқ, гаһ айлиқ ишләп йүрәтти.
⑥Исим. Бирәр тарихий вәқә йаки һадисиниң көрситилгән йаки сөзләнгән йилға тошқанлиқ хатирә күни йаки хатирә йили: әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 70 йиллиқи. Л. Мутәллип вапатиниң 50 йиллиқи.











