Әркин абдулла Уйғур миллитидин чиққан йаш сәнәткар, җуңго музикантлар бирләшмиси мода музика илмий җәмийитиниң кеңәш әзаси, җуңго филаменко җәмийитиниң даимий һәйәт әзаси. Униң музика услуби көп хил музика елмнтлиридин тәркиб тапқан болуп, өзгичә алаһидиликкә игә авази вә камаләткә йәткән гиттар маһаритигә миллийчә вә заманиви, әнәниви вә мода услублар қошулуп униң музикилири тәдирҗи һалда милләт һалқиған көп хллашқан музика услуби болуп шәкилләнгән.
2002-Йили әркин абдулланиң нәширдин чиққан биринчи пиластинкиси «қумлуқтин чиққан долан» вә «долан» намлиқ нахшиси нәнниң хәлқаралиқ миллий сәнәт байримида айрим– айрим һалда «әң йахши пиластинка мукапати» вә «әң йахши хаслиқ мукапати» ға еришкән. 2003-Йили җуңхуа хәлқ җумһурийити мәдәнийәт министирлики уйуштурған пүтүн мәмликәтлик әң чоң көләмлик нахша мусабиқисидә аммибап услуп бойичә шәрәп билән «биринчи дәриҗилик мукапат» қа еришкән. Иҗадий әсири «Уйғур қизи» нәнниң хәлқаралиқ миллий сәнәт байримида шәрәп билән «он чоң надир нахша мукапати» ға еришкән. Иҗадий әсири «мән өләй» алтинчи қетимлиқ шаңхәй асийа музика байримида шәрәп билән «әң йахши әсәр мукапати» ға еришкән.
2004-Йили әркин абдулланиң иккинчи пиластинкиси «миң бир кечә» нәширдин тарқитилған. «Гиттар өгиниш қолланмиси» нәширдин тарқитилған. Шинҗаңда сәййарә нәқ мәйдан консерт өткүзгән. «Шинҗаң қәшқәр йашлири образ әлчиси» шәрипигә еришкән.
2005-Йили әркин абдулланиң үчинчи пиластинкиси «шәһәр кечиси» нәширдин тарқитилған.
2006-Йили әркин абдулланиң төтинчи пиластинкиси «дөңкөврук һәққидә параң» нәширдин тарқитилған. Иҗади әсири «немә болди» шинҗаң қурбан һейтлиқ сәнәт кечиликидә «әң йахши иҗадий әсәр мукапати» ға еришкән.
2007-Йили әркин абдулланиң бәшинчи пиластинкиси «блог» нәширдин тарқитилған. Иҗадий әсири «қәшқәр» шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ тор музикилиқ филимлири чоң мусабиқисидә шәрәп билән «биринчи дәриҗилик мукапат» қа еришкән.
2008-Йили әркин абдулланиң алтинчи пиластинкиси «миң өй» нәширдин тарқитилған. 2005–2007 Йиллиқ җуңго алтун пиластинка мукапати «толғима музика түридики әр артис мукапати» ға еришкән. «Рәңдар қәшқәр» балилар сәнәт өмикиниң баш назарәтчиси болған. «Ана», «амалсизлиқ» қатарлиқ икки парчә әсири «шинҗаң иҗадий аммибап музика әсәрлири чоң мусабиқиси» да шәрәп билән алтүн күй мукапатиға еришкән. 2010-Йили мәркизи музика иниститутида композиторлуқта билим ашурған.
2012-Йили 7–айда бейҗиң бавли тийатирханисида шәхсй сәнәт кечиликини өткүзгән.
2013-Йили әркин абдулланиң йәттинчи пиластиникиси «әҗдад изи» нәширдин тарқитилған.
2014-2015– Йили тәклипкә асасән йипәк йоли йахши авазиниң баһалап йетәклигүчи устази болған.
2015-Йили америка лос анжелес музика иниститутида ( академийисидә) оқуған.
Даңлиқ бир Уйғур сәнәткари болуш сүпити билән әркин абдулла иҗадийәттә изчил Уйғур әнәниви миллий сәнәт мираслириға варислиқ қилиш вә тәрәққий қилишқа чоңқур әһмийәт бәргән. У Уйғур қәдимий долан муқамлириниң җәвһәрлирини толуқ қобул қилип «тәңритағ бүркүти», «миң өй» қатарлиқ җуңгочә ғәрбчә бирләштүрүлгән, қәдимкиси бүгүнгә маслашқан (қәдимкини бүгүнкигә хизмәт қилдурған) есил күйләрни иҗад қилған вә йәнә «рәңгарәң қәшқәр» балилар сәнәт өмикиниң баш назарәтчилик вәзиписини үстигә елип, памир егизликидики аз санлиқ милләт аһалисиниң балилар қошақлирини (шеирлирини) рәтләп,тәййарлап, өзләштүрүп вә консеритлаштуруп миллий мәдәнийәт әнәнисигә бир түрлүк қиммәтлик байлиқни қалдурған.











