Мәһмут сулайман 1968-йили қәшқәр шәһиридә туғулған. 1981-Йили шинҗаң сәнәт институтиниң уссул кәспидә оқуған, 1985-йили мәктәп пүттүрүп, қәшқәр сәнәт өмикидә уссулчи болуп ишлигән. Сәнәт өмикидә уссулчи болуп ишлигәч, нахша-музика иҗадийити билән шуғулланған.
1990-Йили «ривайәт» музика әтритини қурған. 1992-Йили «салам достлар», 1993-йили «шүкри дедим», 1995-йили «йултузум» намлиқ иҗадий нахшилириниң үналғу лентилирини тарқатқан. 1997-Йили, аптоном районлуқ сәнәт өмикиниң тәклипи билән йөткилип кәлгән.
Шундин башлап, «бу чүш әмәс», «азаблиқ ләззәт», «сәһрадин кәлгән дада», «қараңғу тағ», «сәһрадики муң күй» қатарлиқ киноларниң нахша-музикисини ишлигән. 2005-Йили, шаңхәй музика университетиға имтаһан берип өткән, 2006-йили «сеғинмидиңму» намлиқ MTV пиластинкисини тарқатқан.
Уйғур хәлқиниң сөйүмлүк оғлани мәһмут сулайман әпәндим 2020-йили 11-айниң 23-күни кечидә, 52 йешида йүрәк кесили сәвәблик хәлқимиздин айрилип, көңлидики барчә қайғу-һәсрәт вә дәрт-әләмлирини у аләмгә елип кәтти.











