Мөминҗан Абликим

Mominjan Ablikim - мөминҗан абликим

Мөминҗан абликим 1976-йили 18-март күни меһри атәш земин қәшқәрниң маралбеши наһийиси тумшуқ райони (һазирқи тумшуқ шәһири) ға қарашлиқ шақу йезисида мәрипәтпәрвәр хәлқ сәнәткари аилисидә туғулған. Мөминҗанниң аилиси җайлашқан шақу йезиси «дунйа мәдәнийитиниң ачқучи көмүлгән» тәклимакан қумлиқиниң сирлиқ қучиқиға созулуп киргән болуп, пүтүнләй миллий түс алған әлнәғмә-мәшрәпләр, сеһирлик ривайәт-чөчәкләр, далини қаплиған сансиз тоғрақлар мөминҗанниң сәбий чағлиридики турмуш реаллиқи иди. Сәбий мөминҗан өтмүш вә бүгүгә шаһид болған, кәлгүсигә йүзләнгән, йүксәк һайатий күчкә игә ашу қәдим тоғрақлиқларда ойнайтти, чарчиғанда тоғрақларниң сайиси астида олтуруп хийал сүрәтти. Чөчәкләрдики бәхт-саадәт әлчиси болмиш апақ сақаллиқ хизир бовай, гүзәл бир назининни күйләп раваб челиватқан ашиқ йигит, гүл -чичәкләрдин безәк тақиған ақ қанатлиқ пәризат қиз … қатарлиқ сеһирлик образлар ашу тоғрақлиқлардин чиқип келидиғандәкла туйулатти.

Демәкчимизки, һайатий күчи урғуп турған, ана тупраққа мәһкәм йепишқан қәдим тоғрақлар мөминҗанға ана земинға муһәббәт бағлаш , сәнәтни сөйүш , мувәппәқийәт қазиниш үчүн йүксәк ирадә тикләш , җасарәт билән иҗтимаий реаллиққа йүзлиниш … һәққидә тунҗи дәрсләрни бәргән иди.

Мөминҗанниң аилисидикиләр кейинчә һәрхил сәвәбләр түпәйлидин тумшуқтики чоң дадисиниң йениға көчүп барди. Мөминҗан башланғуч, оттура мәктәпләрдә әла нәтиҗиләр билән оқуди. Бу җәрйанда мәктәптики һәрхил иҗтимаий паалийәтләргә актип қатнашти. Һәр қетим паалийәт болсила мөминҗан нахша ейтатти. 1960-, 1970-Йиллардики унтулғусиз сәнәткаримиз абдуреһим әхмиди тәрипидин вайиға йәткүзүп оқулған «җананим кәлсә» намлиқ хәлқ нахшиси мөминҗанға интайин чоңқур тәсир қилған иди. Шуңа мөминҗан бу нахшини путүн һисийати билән ейтишни өгинивалди. Мөминҗан «җананим кәлсә» намлиқ бу нахшиси билән башланғучниң кейинки мәзгиллиридә вә оттура мәктәп һайатида нурғун алқишларға еришкәнликини һазирму хшаллиқ ичидә әсләйду.
1994-Йили йазда мөминҗан толуқ оттурини тамамлап, йуқири нумур билән шинҗаң университети тарих факултетиниң археологийә кәспигә қобул қилинди.

Мөминҗан нахша-музикиға чуңқур муһәббәт бағлиған туруқлуқ немә үчүн сәнәт кәспини таллимай, археологийидин ибарәт ғәйри сәнәт кәспидә оқуйду?

Асасий сәвәб шу йәрдики, мөминҗанниң ата тәрәп бовиси Абдуреһим Абдулла (йәни әл сөйгән сәнәткаримиз абдулла абдуреһимниң дадиси) Уйғур әнәниви чалғулириниң һәммисини дегүдәк вайиға йәткүзүп чалалайдиған, әл ичидә йуқири абруйға игә хәлқ сәнәтлари иди. «Мәдәнийәт зор инқилаби» мәзгилидики әсәбий сийасий һәркәтләрдә бу мөһтирәм кишиму башқа нурғун зийалийлиримизға охшаш җиманий вә руһий җәһәтләрдә еғир зийанкәшликкә учриди. Кейин гәрчә вәзийәт йахшилинип, зийанкәшлик ахирлашқан болсиму «суға салсаң су көтүрмәс мисқал төмүрни, алтун берип елип болмас қалған көңүлни» дегәндәк, сәнәт үчүн тартқан әләм вә хорлуқ бу сәнәткарниң қәлбидә сақаймас җараһәтләрни қалдурған иди. Шуңа бу киши өз җәмәтидин йәнә давамлиқ сәнәт билән шуғулланғучиларниң чиқишини халимайтти. Әмма, ирадигә хилап һалда сәнәт гени ғалип келип, бу аилидин абдулла абдуреһим вә абләт абликим йетишип чиқти (мана әмдиликтә бу иккийлән Уйғур аммибаб нахша-музика саһәсигә зор төһпә қошқан, диққәткә сазавәр чолпанларға айланди).

Мөминҗан йуқиридики соалниң җавабини толуқлап мундақ дәйду: «алий мәктәпниң археологийә кәспидә оқуғинимға һәргизму пушайминим йоқ, чүнки мәктәптә нәһайити йахши оқудум. Җәмийәткә бир билимлик йаш сүпитидә қәдәм бастим. Һазирму археологийә һәм тарихқа аит материйалларни көп көримән. Алий мәктәптики чағлиримдиму қандақла иҗтимаий паалийәт болса нахша ейтаттим. Нахша музикиға болған муһәббәтниң қенимда болуши мениң нахшичи болушумдики бир сәвәб болса, хәлқимниң мени чәткә қақмиғанлиқи йәнә бир муһим сәвәб. Чүнки, мән дәсләпки лентамни чиқарғинимда, кишиләрниң: «бу бала өзбекистанниң, түркийиниң нахшилирини ейтидикән» дәп маңа зәрбә бәргән болса, нахша ейтиштин ваз кечип, өз кәспимдин аспирантлиққа имтиһан берип тарихчи йаки археолог болуп кетишим тамамән мумкин иди. Лекин шу вақиттларда кишиләр арисидин: «мөминҗан дәп бир нахшичи йетиливитипту. Авази абдулла абдуреһимниңкигә охшайдикән. Абдулланиң иниси икән» дегәндәк йахши инкаслар чиқип, мини риғбәтләндүрди. Шуниң билән нахша-музика саһәсигә бешимчилап кирип кәттим». Мөминҗан алий мәктәптиму наһайити йахши оқуди. Мушу бәш йил җәрйанида у тунҗи нөвәтлик «коҗима йаснори (шйавдав каңйү ) оқуш мукапати», шаңхәй «бавгаң оқуш мукапати», «дөләтлик оқуш мукапати» … қатарлиқ бир қанчә мукапатларға еришти. Һәрхил иҗтимаий паалийәтләргә толиму актип қатнишип, институт «оқуғучилар әдәбийат-сәнәт бөлүми» ниң башлиқлиқ вә факултет «оқуғучилар ойушмиси» ниң рәислик вәзиписини йахши өтиди. Һәрхил мәдәний көңүл ечиш паалийәтлирини тәшкилләп, оқуғучиларниң мәниви турмушини бейитишқа бир кишилик һәссисини қошти. Бу чағлардики алдираш вә җапалиқ өгиниш бесими мөминҗанниң нахша-музикиға болған меһир-муһәббитини йәниму күчәйтивәтти. Мушундақ бир муһит ичидә мөминҗанниң тунҗи лентиси «хош кетимән» нәширдин чиқти. Лентидики «җананим кәлсә», «азғун» қатарлиқ надир нахшилар чоңлиримизниң дитиға йаққан болса, «гүлдәстә», «хош кетимән», «әй гүзәл», «лалә» қатарлиқ нахшилар йашлиримизниң роһиға толиму хуш йақти.

Демәк, нахша-музика саһәсидики тунҗи қәдәмниң оңушлуқ бесилиши мөминҗанниң ишәнчисини йәниму ашурди. Оқуш пүттүргән йили (йәни 1999-йили) мөминҗанниң «чүшүмдә сән» намлиқ синтәхсә пиластинкиси вә үналғу лентиси нәширдин чиқти. Шундақ қилип мөминҗан нахша-музика билән рәсмий шуғуллиниш йолиға қарап маңди. 2002-Йили баһарда нәшир қилинип тарқитилған «мәликәм» намлиқ синтәхсә пиластинкиси вә үналғу лентиси кәң йашлиримизниң қизғин алқишиға еришип, шу вақитқичә нәшир қилинған нахша пиластинкилири ичидә йахши иҗтимаий үнүм вә иқтисади қиммәт йаратти. 2003-Йилниң бешида «висал ишқи», йазда «чирайлиқ» қатарлиқ пиластинкилири нәшир қилинди. Шуни тәкитләш зөрүрки, «чүшүмдәсән», «мәликәм», «висал ишқи» қатарлиқ пиластинка вә лентиларда өзбек, түрүк қатарлиқ қериндаш хәлқләрниң нахша-музикилири салмақ орун тутатти.

Мөминҗан гәрчә бу нахшиларни йахши өзләштүрүп ейтқан болсиму, лекин униң сәнәт қаришиниң йүксилишигә әгишип техиму күчәйгән Уйғур нахша музика сәнитигә болған мәсулийәтчанлиқ роһи униң қәлбигә нурғун кризислиқ ой-хийалларни бәхш әтти. У уйғурларниң өзигә мәнсуп аммибаб нахша-музикиларниң көп булишини толиму үмид қилди (чүнки, өзимизниң нахша-музикилири техиму көп, техиму сүпәтлик болғандила, талаға қатрап хәқниңкини ейтип йүрмәйдиған гәп -тә).

У йуқириқидәк йахши арзуниң түрүткисидә, амалниң баричә тиришип, «чирайлиқ» намлиқ пиластинкисида сап уйғурчә нахши-музикиниң нисбитини %60 гә йәткүзди. Бирақ, бир қисим нахшичилиримиз өзбикчә, түрүкчә, һиндичә, әрәбчә, росчә нахшиларни көп өзләштүрүп ейтқанлиқтин, Уйғур мәтбуат саһәсидә әвҗигә чиққан тәнқид-муназириләр, һәтта бәзидә нурмаллиқтин һалқип кәткән, тил-һақарәт дәриҗисигә күтүрүлгән аталмиш тәнқидләр Уйғур нахшичиси болмиш мөминҗанни толиму биарам қилди. Мушундақ әһвал астида у нахшилириға йеңи сәвийә, йеңи һесийат, йеңи мәнә издәп, аммибаб нахша-музика сәвийиси җәһәттә бизниң хелила алдимизға үтүп кәткән оттура асийаға нәзәр ташлиди вә 2004-йили 11-айда оттура асийа сәпирини башлиди.

Йаврупа әдәбийат тарихини өгәнгәнләргә мәлумки, гирманийилик мәшһур әдиб гйоте иҗадийәттә еғир кризисқа учриғачқа 1786-йилдин 1788-йилғичә италийидә сайаһәт қилип, өз мәнивийитини мукәммәлләштүргәниди. «Әдибий гүллиниш һәрикитиниң очиқи һесаблинидиған италийә гйоте үчүн ейтқанда, гойа пайансиз кәткән сәнәт мозейидәк көрүнгәниди, бу йәрниң кәчки шәпиқи, болзано кочилиридики қайнақ базарлар, чиркав тамлиридики һәйвәтлик диний рәсимләр гйотениң өз-өзини йеңибаштин байқишдики обйектлардин болғаниди. Италийидики икки йиллиқ зийарәт гйотениң иҗадийитидә көрүнәрлик бурулуш һасил қилғаниди.»


Мөминҗан абликим әсәрлири

Уйғур радиоси

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *