Адим

«Тарихи сөз» ①исим. Қәдәм. ②Миқдар сөз. Узунлуқ өлчими, тәхминән 75 сантиметир әтрапида: сарайниң ичи бәк сүрлүк, тәнтәнилик мурасим өткүзүлидиған бу сарайниң узунлуқи 60 адим, ени 35 адим келәтти.

Адизлар

Исим «ирқ» турларниң бир қәбилиси. Адизлар әсли волга дәрйаси йақилирида көчмән чарвичилиқ билән турмуш кәчүргән, түркләргә тәвә болған, кейинки вақитларда шәрққә көчүп берип сир тардушқа тәвә болған.

Адиабатик

Сүпәт [русчә«грекчә] «физика» һәрқандақ вақитта иссиқлиқ миқдари өзгәрмәйдиған; иссиқлиқ өткүзмәйдиған, иссиқлиқ тәсиригә учримайдиған: адиабатик җәрйан. Адиабатик дәстиләш.

Адрес

Исим [русчә«франсузчә»] ①бирәр киши йаки тәшкилат туридиған җайниң тәпсилий нами: мән шу чағда адресимни тоғра ейтип бәргән болсам, ихлас бүви мени, һеч болмиса, анамни издәп тапқан боларикән. ②Почта арқилиқ әвәтилидиған нәрсиләрниң үстидики шу нәрсини тапшурувалғучиниң туридиған җайи йезилған йезиқ: хәт йазсиңиз төвәндики адресқа әвәтиң.