Адәмлик

Сүпәт. Адәмгә хас, адәмдә болидиған, адәм балисиға лайиқ болған, адәмгә мунасип; адәмийлик, инсаний: адәмлик бурч. Адәмлик характер. // Адәмниң адәмлики аччиқи кәлгәндә билинәр (мақал).

Адәмгәрчилик

Исим ①кишиләргә болған муһәббәт, меһрибанлиқ, инсанға йахши мунасивәттә болуш; инсанпәрвәрлик: адәмгәрчилик қилмақ. ②Кишләр арисидики бир бирини йоқлаш, маддий вә мәниви җәһәттин бир- биригә мәнпәәт йәткүзүш адити: адәмгәрчилик қеримайду (мақал).*Улар бирнәччә қетим кәлди, мән уларниң адәмгәрчиликини қайтуралмидим.

Адәмгийаһ

Исим [ адәм+гийаһ] «ботаника» тикәнлик шәйтан дәрихи аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Оқ йилтизи том, гөшлүк вә ақ сериқ келиду; йопурмиқи алиқансиман мурәккәп йопурмақ, кичик йопурмиқи тухум шәклидә, гүли кичик, сус йешил рәңдә ечилиду; мевиси йапилақ вә чәмбәр шәклидә болиду; йилтизи вә йопурмақлири дора қилиниду, бәдәнни қуввәтләндүрүш ролиға игә.

Адәмхумар

Сүпәт [адәм+хумар] кишиләр билән даим биллә болушни йахши көридиған, адәмгә амрақ, адәмгә еҗил: мәнму шундақ адәмхумар, гәпхумар киши болғанлиқим үчүн уларниң париңини аңлаш маңиму адәт болуп қалғаниди.

Адәмхорлуқ

Исим. Адәм гөшини йейишкә адәтлиниш; вәһшийлик, йавузлуқ: мәҗуси бәһрәмгә қарап йиғлап туруп:-қенимдин кечип, мени өлтүрмисилә,-мән иккинчи адәмхорлуқ қилмаслиққа қәсәм ичәй,-дәп йелинипту.

Адәм

Исим [әрәбчә] ①пикир қилиш, сөзләш вә әмгәк қилиш қабилийитигә игә болған һәм ишләпчиқириш қораллирини йасийалайдиған, һәм ишлитәләйдиған, шу сәвәблик башқа һәммә мәхлуқаттин үстүн турғучи җанлиқ; киши, инсан: адәмниң алиси ичидә, һайванниң алиси тешида (мақал). ②Кишилик җәмийитиниң айрим әзаси, шәхс: йахши адәм. Әхлақлиқ адәм. Начар адәм.