Амйоба

Исим [русчә«грекчә] «биологийә» тақ һүҗәйрилик әң кичик бир хил һайван. Һәрикәт қилғанда тән һалитини өзгәртәләйду. Адәттә суда йашайду. Пути билән һәрикәт қилиду вә озуқлуқ тепип йәйду.

Амин

Имлиқ сөз [әрәбчә] патиһәдә «илаһи шундақ болсун, ейтқиниңиз кәлсун» дегән мәнидә ишлитилидиған сөз: абдулла ихтийарсиз дуаға қол көтүрүп:-шундақ болғай! Амин, алла мәдәт қилсун, амин. . . , -Деди.

Амилә

Исим [парсчә] «ботаника» ①йопурмақ ташлайдиған кичик ғоллуқ дәрәх. Мевисини йейишкә һәм бойақ материйали қилишқа болиду. Йағичи қизил вә чиң болғачқа униңдин өй сайманлири йасашқа болиду. ②Мушу хил дәрәхниң мевиси.