Амма

Исим [әрәбчә] ①бирәр иҗтимаий гуруһниң зор көпчилики; омум, көпчилик, хәлқ: деһқанлар аммиси. Ишчилар аммиси. Зийалийлар аммиси. *Амма һәқиқий қәһриман. ②Компартийигә, йашлар иттипақиға әза болмиған йаки рәһбәрлик хизмитини өтимигән кишиләр: йуқириға икки вәкил сайлап бәрдуқ, бири партийә әзалиридин, бири аммидин болди.

Амрақ

Сүпәт ①меһир-муһәббити бар, меһирдин кечәлмәйдиған, меһрини үзәлмәйдиған, иштийақ бағлиған, йахши көргән, йеқин, еҗил: мүшүкниң пули йоқ бәзгә амрақ (мақал). ②Һәвәс қилған, қизиқидиған; хуштар: йашлар ойунға амрақ, қерилар уйқуға амрақ (мақал).