Ала-Була

①Ақ вә башқа һәр хил рәң арилашқан: бир йери ақ, бир йери башқа рәңдә: у бир қоли билән чекисини тирәп, иккинчи қолини бала йөгәлгән ала-була көрпигә қойуп олтуратти. ②Көчмә мәнидики сөз. Тутуруқсиз, тутами йоқ, таққа-туққа: у ала-була сөзләп қалди. ③Хусусийәтлири җәһәттин бир хил болмиған; һәр хиллиққа игә: омумий җәһәттин ейтқанда, тәҗрибә тәнқидчилики бир «ала-була арилашма».

Ала

Сүпәт ①ақ-қара, асасән ақ билән башқа рәңниң арилишп келишидин һасил болған (һайванлар һәққидә): ала ат. Ала кала. *Адәмниң алиси ичидә, һайванниң алиси тешида (мақал). ②Һәр хил рәңлик йаки йоллуқ; чипар: ала бәқәсәм. Ала көңләк. Ала балдақ. ③Көчмә мәнидики сөз. Баравәр, тәкши үнүп чиқмиған, шалаң; бир йәрдә бар, бир йәрдә йоқ: ала буғдай. ④Бир хил әмәс, йаман: ала көңүл. Ала нийәт.

Агент

Исим [русчә«латинчә] ①бирәр тәшкилат, муәссәсә қатарлиқ орунларниң мәлум вәзипини өтәш үчүн бәлгиләнгән вәкили. ②Башқилар тәрипидин қойулған, шуларниң мәнпәити үчүн хизмәт қилидиған шәхс: буржуазийә агентлири. ③Бирәр дөләт разведкисиниң мәхпий хадими, җасус, айғақчи.