Ақсақаллиқ

Исим ①ақсақаллар қилишқа тегишлик хизмәт, башлиқлиқ: у бағдат содигәрлириниң ақсақаллиқиға, кейин рәисликигә көтүрүлгәниди. ②Көчмә мәнидики сөз. Өзигә мунасивәтсиз гәп-сөзләргә арилишивелиш, һәммила гәпкә лоқма селиш қилмиши; атикарчилиқ: һәй бәңваш, ақсаллиқиңни қара, саңа ундақ гәпни сорашни ким қойупту.

Ақсақал

[Ақ+сақал] ①исим. Йашанған, мойсипит мөтивәр киши: бу турған ақсақал завутимизниң пешқәдәм ишчиси. ②Исим. Бир йаки бирнәччә мәһәллә, йезақишлаққа башлиқ болған мәһәлливи әмәлдар: бу йәргә йиғилишқан мәһәллиниң ақсақаллири йеңи дәрвазиға қарап, нодәрниң ғәйритигә апирин оқушти. ③Сүпәт. Көчмә мәнидики сөз. Атикарчи, өзигә мунасивәтсиз ишларға арилишивалидиған: бәк ақсақал баликән бу, дадисидәк адәмләрниң ағзидин гәпни тартивелип турғинини қара.