Астилашмақ

①«Астилимақ» пеилиниң өмлүк дәриҗиси. ②Сүрити төвәнлимәк, астилимақ: мәнму орнумда туралмай, униң арқисидин маңдим, егиз көтүрүлгәнсери астилишип, пичақтәк қирлиқ ташларни тутуп меңишқа тоғра келәтти.

Астида

Тиркәлмә сөз ①бирәр һәрикәт йаки һадисә қатарлиқларниң башқиси билән биргә йаки униңға мунасивәтлик һалда садир болушини ипадиләш үчүн ишлитилиду: мушундақ әһвал астида уларни сүрүштүрүш өз өзини өлүмгә тутуп бериш билән баравәр-дә. ②Бирәр һәрикәт йаки һаләтни пәйда қилған башқа бир һәрикәт, һаләт йаки кәчүрмишләрни ипадиләштә ишлитилиду: у турмушниң мәҗбурлиши астида ахири униң шәртигә көнди.