Асассиз

Сүпәт ①йетәрлик асаси болмиған, дәлилләр билән мустәһкәмләнмигән, испатланмиған, испатсиз: бу гәпни аңлиған түлкә бөригә учрап:-өчкиләр қилчә асассизла намиңизға тил тәгкүзишиду, -дәпту. ②Сәвәбсиз, мәқсәтсиз: мени һәм вақтинчә ташлап қойғини әмәскән асассиз һәмдә сәвәбсиз. Бу демәк үмидниң учқуни әмма, үмидму гүллимәс әҗирсиз-тәрсиз. ③Зөрүрийити йоқ, қуруқ; һаҗәтсиз: лекин сәмәт бу әндишини асассиз дәп һесаблайтти.

Асас

1. Исим [әрәбчә] ①нәрсиниң һәммә тәрәплирини тутуп йаки көтүрүп туридиған қисми, ул. ②Иҗтимаий һайат йаки тәбиәт һадисилириниң негизини тәшкил қилған нәрсә, тайанч, негиз, база: сотсийализмни пәнгә айландуруш үчүн, әң аввал уни реал асасқа қойуш керәк. ③Баш қаидиләр, асасий принсиплар: луғәтшунаслиқ асаслири. ④Садир болған йаки қилинған иш-һәрикәт вә гәп-сөз қатарлиқларға хизмәт қилидиған дәлил, испат, сәвәб: һазир бирнәрсә дейишкә техи асас йоқ.

2. Исим ⑤<математика> геометирийилик шәкилниң, чертйожниң асти тәрипигә параллел болған тәрипи. ⑥<математика> дәриҗигә көтүрүлидиған әслидики сан. ⑦<химийә> кислаталар билән өзара бирикип, туз һасил қилидиған бирикмә йәни гидроксил гурупписи болған бирикмиләрниң омумий нами.

Асарәтлик

Сүпәт ①чәкләнгән, чүшәп қойулған, бойунтуруқлуқ: дилшат қавақханиға йәни тарихтин буйан миллитимизни наданлиқ вә асарәтлик йолға елип бериватқан ашу теги йоқ һаң тәрәпкә кетиватиду. ②Әркинлик, мустәқиллиқтин мәһрум қилинған; әсирлик, қуллуқ вә тутқунлуққа дучар болған: әзиз достум, муңға чөкүп қалисән нечүн, өкүндүңму асарәтлик он йилиң үчүн.

Асарәт

1. Исим [әрәбчә] ①чәклимә, бойунтуруқ: гәрчә униң «асаси» болсиму, бирақ у бу йәрдә йәнила әнәниви идеализмниң асаритидә иди. ②Азадлиқтин, әркинликтин мәһрумлуқ; әсирлик, тутқунлуқ: искәндәр қаттиқ уйқуниң асаритидә һечнемини сәзмәй йетиверипту.
2. Исим [әрәбчә] ①тәсир; әсәр, из, бәлгә. <②тебабәт> бирәр кесәлликтин қалған еғир из, ақивәт.

Асарун

Исим [парсчә] «ботаника» зиравәндә аилисидики көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк йопурмиқи йүрәк шәкиллик, гүли тутуқ сөсүн, йилтизи наһайити инчикә, тәми аччиқ болуп, дора қилиниду; баш ағриқи, чиш ағриқини пәсәйтиш роли бар.

Асарәтиқә

Исим [әрәбчә] қәдимки дунйа иншаатлири, қәдимдин қалған мәдәнийәт, тәрәққийат тарихида мәлум қиммәткә игә йадикарлиқлар йәни қурулуш, мәңгүташ, қорал-йарағ, турмуш буйумлири вә сәнәт буйумлири қатарлиқлар.

Асар-Төрә

Уруқ-туғқан, қошна-қолум, мәһәллә-җамаәт өз ихтийари билән уйушуп, бирәр кишиниң той-төкүн, өлүм-йетим, нәзир-чирағ, өй-җай селиш, деһқанчилиқ қатарлиқ өзи йетишип болалмайдиған ишлириға йардәмлишип беридиған иҗтимаий һәмкарлиқ һәрикәт.