Асанлатмақ

«Асанлимақ» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: һәрбир ишта әл хизмитигә асаслансақ, қуруп техника еғир ишни асанлатсақ, тәрәққийат йолиға әзиз җанни атисақ, бу мениң йаш ғунчә гүлүм ечилатти.

Асан

Сүпәт [парсчә] ишлиниши, орундилиши җәһәттин анчә қийин, мурәккәп болмиған һәм анчә көп меһнәт, күч вә билим тәләп қилмайдиған; бош, йәңгил: ишниң асини, йоқ, қилалисаң қийини йоқ (мақал).

Асасән

[Әрәбчә] ①рәвиш. Асасий җәһәттин: ғулҗа шәһри моңғулкүрә наһийиси тәййарлиқни асасән пүттүрүп болди. ②Тиркәлмә сөз. Бинаән, бойичә:-дадаң алдинқи сәптә урушта қурбан болди. Сән туғулдуң. Дадаңниң вәсийитигә асасән исмиңни җасарәт қойдум, -деди ана оғлиға.

Асасий Қанун

«Қанун» дөләтниң әң зор қануний күчкә игә түп қануни. Башқа қанунлар шуниңға асасән түзүлиду. У адәттә бир дөләтниң дөләт вә җәмийәт түзүми, дөләт аппаратлири вә хәлқниң асасий һоқуқ, мәҗбурийәтлирини бәлгиләйду.

Асасий

Сүпәт [әрәбчә] ①әң муһим, негизлик, һәл қилғуч рол ойнайдиған, алдинқи қатардики, әһмийәтлики; түп, баш: асасий зиддийәт. Асасий қанун. ②Дәсләпки, әқәллий; омумий: асасий билим. Асасий маһарәт. Асасий чүшәнчә.

Асасланмақ

①«Асаслимақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: уларниң оттуриға қойуватқини нәччә миң йиллиқ тарихий реаллиқ арқилиқ асасланған нуқтиинәзәр. ②Мәлум шәйини хуласилаш йаки һөкүм қилишниң алдинқи шәрти қилмақ; тайанмақ, йөләнмәк: тилшунаслиққа даир тарихий хатириләргә асасланғанда, алтай тиллири тоңғус тили, түркий тиллар вә моңғул тил тармақлирини өз ичигә алиду.