Паша

①Исим [парсчә] «зоологийә» һашарат, йетилгининиң тени инчикә вә узун гәвдисидә бир җүп қанат вә үч җүп узун, инчикә путлири болиду; личинка вә қорчақлири суда йетилиду; әркики өсүмлүк ширниси билән, чишиси адәм вә һайван қенини шораш билән һайат кәчүриду; бәзгәк, йуқумлуқ меңә йаллуғи қатарлиқ кесәлләрни тарқитиду. ②[Па: ша] исим. Бурунқи чағларда түркийә, мисир қатарлиқ мәмликәтләрниң әң алий һәрбий вә мәмурий әмәлдарлириниң йуқири дәриҗилик унван нами. ③Хотунқизларни чақиришта һөрмәтләш йаки әркилитиш мәнисини ипадиләйду: паша қиз. Гүлмирә паша. ④Хотун-қизларниң исми.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *