«А» Билән Башланған Изаһлар

Ака

Исим ①чоң оғул (укилириға нисбәтән): акаң кимни алса, йәңгәң шу (мақал). ②Өзидин чоң әр кишигә мураҗиәттә йаки униңға һөрмәт йүзисидин ишлитилиду: мөмин ака кәчүрмишлирини қизиқарлиқ қилип сөзләп бәрди.

Аккумулйатор

Исим [русчә<لاتىنچە] <فىزىكا> Електр енергийисини химийилик енергийигә айландуруп сақлап қойидиған қурулма. Ток ишләтмәкчи болғанда, йәнә химийилик өзгириш арқилиқ електр енергийиси чиқирилиду.

Ала-Була

①Ақ вә башқа һәр хил рәң арилашқан: бир йери ақ, бир йери башқа рәңдә: у бир қоли билән чекисини тирәп, иккинчи қолини бала йөгәлгән ала-була көрпигә қойуп олтуратти. ②Көчмә мәнидики сөз. Тутуруқсиз, тутами йоқ, таққа-туққа: у ала-була сөзләп қалди. ③Хусусийәтлири җәһәттин бир хил болмиған; һәр хиллиққа игә: омумий җәһәттин ейтқанда, тәҗрибә тәнқидчилики бир «ала-була арилашма».

Алдирап-Тенәп

①Һәм алдирап һәм тенәп; өзини тохтитивалалмай, толуқ тәййарлиқсиз: у бойнини алдирап-тенәп җувисиниң ичигә йошуруп приказчикқа пул узатти, сода пүтти. ②Ойланмай, пикир йүргүзмәй: бәзи йазғучилар алдирап-тенәп йезилған әсәрлири билән тәһрирләрниң бешини қатуриду.