«А» Билән Башланған Изаһлар

Ағзидин Кирип Бурнидин Чиқмақ

Кишиләр билән болған муамилидә лолилиқ, һийлигәрлик қилмақ, устилиқ қилмақ: у башлиқниң ағзидин кирип бурнидин чиқип, оңайла униң адимигә айлинивалди.

Ақтозғақ

Исим [ақ+тозғақ] өсүмлүк вә зираәтләрдә болидиған бир хил кесәллик. Бу хил кесәлгә гириптар болған өсүмлүкниң йопурмиқи үстидә бир қәвәт ақ тозғаққа охшайдиған нәрсә пәйда болиду. Бу кесәллик зираәтләргә еғир зийан йәткүзиду.