«А» Билән Башланған Изаһлар

Айһай

Имлиқ сөз. Хушаллиниш, һайаҗанлиниш йаки һәйран қелиш сәвәбидин қилинидиған нида, хитаб, шавқун-сүрән: бовай бөриниң вапасизлиқидин ғәзипи өрләп уни кәтмән билән салғили туруптикән, айһай, бөрә дунйаға кәлгинигә миңбир пушайман йәпту.

Аңсиз

Сүпәт ①еңи йоқ, аңға игә әмәс, әқил идраксиз: аңсиз һайван. Аңсиз җанлиқлар. ②Билимсиз, чүшәнмигән, билим-сәвийиси төвән, қалақ; мәдәнийәтсиз: идийиви, сийасий тәрбийини йалғуз аңсиз кишиләргила әмәс, бәлки аңлиқ зийалиларғиму ишләш керәк. ③Мәқсәтсиз; қарисиға, тәхминән: улар аңсиз һалда бу һәрикәткә қатнашти.

Аһанәт

Исим [әрәбчә] ①һақарәт, төһмәт, боһтан: өмрүмдә аңлап бақмиған бу аһанәткә чидап туралмай иттик талаға чиқтим. ②Хорлуқ, наһәқчилик, уваллиқ: номус вә аһанәткә чидимиған бәхтигүлниң дадиси бир күни кәчқурун ғәзәп билән қуддусниңкигә берип, бәхтигүлниң өйигә кирди. ③Номус, иза, уйат: чиқирар адәмни кардин йаримас әхләт қилип, қәлби сап инсан үчүн қаттиқ аһанәттур тәмә.

А

①Уйғур елипбәсиниң биринчи һәрпи вә шу һәрпниң нами

②«Аву» сөзиниң қисқарған шәкли.

③Рәт җәһәттә биринчи орунда туридиған шәйини билдүриду; а. Синип. Аву «1- йиллиқ а» синипқа кириң.

④Йүклимә сөз. Пеилларниң ахириға улинип тәкитләшни билдүриду: чаққанрақ болуңа. Тезрәк маңғина. Келимән дәмсиза?

⑤Турғун сөзләрдин пеил йасайдиған қошумчә: йаш- йаша. Қейин- қейна. Ойун- ойна