«А» Билән Башланған Изаһлар

Ағзидин Чүшүрмәслик

①Даим әсләп йахши гепини қилип туруш: һәммимиз уни ағзимиздин чүшүрмәйттуқ. ②Тәкрарлап ейтмақ: бүгүн өгәнгән бәш сөзни өйгә барғучи ағзимдин чүшүрмәй йадлап маңдим.

Африқа

Исим [әрәбчә] <جۇغراپىيە> Африқа қитәси. Йәр шаридики йәттә қитәниң бири, асийа қитәси билән йавропа қитәсиниң җәнубий тәрипигә җайлашқан; шималий тәрипи оттура деңиз, җәбилтариқ боғузи арқилиқ йавропаға, шәрқий шималий қизил деңиз, сувәйиш қанили арқилиқ асийаға тутишиду; ғәрбий тәрипи атлантик окйан, шәрқий тәрипи һинди окйанға тутишиду; пүтүн қитәниң омумий йәр мәйдани 30 милйон квадрат километирдин артуқ,

Ақармақ

Пеил ①ақ түскә кирмәк, ақ түс алмақ: чач ақармақ. ②Өңмәк, рәңгини өзгәртмәк: турсун кийгән көк чапан аптапта ақирип кәткәниди. ③Йорумақ, йоруқ чүшмәк, сүзүлмәк: таң сүзүлүп йәр-җаһан ақиришқа башлиғанда, өйимизгә йетип кәлдуқ. ④Көчмә мәнидики сөз. Пакизлимәк, тазилимақ, кирини чиқармақ: кийим-кечәк пакиз йуйулуп кири толуқ чиқирилса ақириду.

Аққулақ

Исим [ақ+қулақ] <بوتانىكا> Бир хил зәмбуруғ, қуруп өлгән йаки йерим қуруп өлгән пурупка дәрихи қатарлиқ дәрәхләрдә йашайду; ақ рәңлик һәмдә йерим сүзүк болуп, тәркибидә йелим маддиси көп болиду; адәм истемал қилса, бәдән қуввәтлиниду.