«А» Билән Башланған Изаһлар

Антенна

Исим [русчә<لاتىنچە>] Радио, телевизийә долқунлирини тарқитиш йаки өзигә тартивелиш үчүн өй-имарәтләрниң үстигә орнитилған симлиқ қурулма: радио антеннаси. Телевизорниң антеннаси. Антенна орнатмақ.

Айда-Йилда

Узақ вақитни өткүзүп бирәр қетим; анда санда, бирә-бирә, наган-наганда: әмдиликтә, әр-хотун иккийләнниң пүтүн тирикчилики қизи чәт әлдин айда-йилда әвәтидиған халтиғила қарашлиқ болуп қалди.

Айнитилмақ

1. «Айнитмақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: улар аллиқачан айнитилғаниди. 2. «Айнитмақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: миңбирҗапада айнитилған көчәтләр уларниң рәһимсиз қоллири арқилиқ кесип ташланди.