«А» Билән Башланған Изаһлар

Азаблиқ

Сүпәт ①җисманий йаки роһий җәһәттә қийналған; дәрдлик, қайғулуқ: нахшисиз, уссулсиз өткән күнүм сиртмақта турғандәк азаблиқ! ②Җапа-мушәққәтлик; мүшкүл, қийин, тәс: икки чақиримдин ошуқрақ азаблиқ сәпәрдин кейин, улар өңгүргә йетип кәлди.

Асасий

Сүпәт [әрәбчә] ①әң муһим, негизлик, һәл қилғуч рол ойнайдиған, алдинқи қатардики, әһмийәтлики; түп, баш: асасий зиддийәт. Асасий қанун. ②Дәсләпки, әқәллий; омумий: асасий билим. Асасий маһарәт. Асасий чүшәнчә.