«А» Билән Башланған Изаһлар

Аччиқ-Чүчүк

①Техи татлиқ тәм кирмигән, чүчүмәл (йәл-йемииш һәққидә): аччиқ-чүчүк ғора.*Ғулҗа алмисиниң тәми дәсләп аччиқ-чүчүк болиду, узун турғансери тәми йахши болуп кетиду. ②Лаза, аччиқсу, дора-дәрман қатарлиқлири өтүпрақ тәңшәлгән: турсун еғир ичимликтин кейин, аччиқ-чүчүк үгрә билән меһман болди .. ③көчмә мәнилик сөз. Турмушниң раһәт-парағәт вә җапа-мушәққити, һайатниң ләззәт вә ғәм-тәшвишлири, турмушниң иссиқ-соғуқи: бақи турмушқа әмдила көз ачқан садда ақ көңүл бир йигит, у йеза турмушиниң аччиқ-чүчүкини тетимиған.

Адрес

Исим [русчә<فرانسۇزچە>] ①Бирәр киши йаки тәшкилат туридиған җайниң тәпсилий нами: мән шу чағда адресимни тоғра ейтип бәргән болсам, ихлас бүви мени, һеч болмиса, анамни издәп тапқан боларикән. ②Почта арқилиқ әвәтилидиған нәрсиләрниң үстидики шу нәрсини тапшурувалғучиниң туридиған җайи йезилған йезиқ: хәт йазсиңиз төвәндики адресқа әвәтиң.

Адәмгийаһ

Исим [ адәм+гийаһ] <بوتانىكا> Тикәнлик шәйтан дәрихи аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Оқ йилтизи том, гөшлүк вә ақ сериқ келиду; йопурмиқи алиқансиман мурәккәп йопурмақ, кичик йопурмиқи тухум шәклидә, гүли кичик, сус йешил рәңдә ечилиду; мевиси йапилақ вә чәмбәр шәклидә болиду; йилтизи вә йопурмақлири дора қилиниду, бәдәнни қуввәтләндүрүш ролиға игә.