«А» Билән Башланған Изаһлар

Ай

1. Исим <ئاسترونومىيە> ①Йәр шарини айлинидиған сәййарә, йүзи оңғул-доңғул болуп тәкши әмәс, өзи нур чиқармай, қуйаш нурини қайтуриду. Диаметири йәр шари диаметириниң төттин биригә, тартиш күчи йәр шари тартиш күчиниң алтидин биригә тоғра келиду. ②Шәмсийә йаки қәмәрийә йилиниң он иккидин бири: айниң он бәши айдиң, он бәши қараңғу (мақал). *Айда йегән тоқ болар, күндә йегән ач болар (мақал). 2. ③Айға охшаш нурлуқ; чирайлиқ: турмушумни бай қиларсән кәтминим, еғизимни май қиларсән кәтминим, йахши тутуп асривалсам кәтминим, йүзлиримни ай қиларсән кәтминим. ④Айалларниң исминиң тәркибий қисми болиду: айхан, айнур, айгүл, гүзәлай, турсунай.

Айлансун

①«Айланмақ» пеилиниң 3-шәхс буйруқ-тәләп мәйли. ②Имлиқ сөз. Садиғиси кәтсун; өргүлсун: җамал ака: уни бир дәйсән, зийапәт сениңдин айлансун! Бүгүн дегән йеримдин чиқалисаң, саңа атап пақлан сойуветимән техи, һа. . . Һа. . . Һа. . . ③Имлиқ сөз. Йеқинчилиқ йаки һөрмәтни ипадилигүчи мураҗиәт сөзи:-айлансун, балам, тағаң айлансун, -деди кибир.

Айнимақ

1. Пеил ①түси, рәңги өзгирип, бурунқи һалитини, бурунқи рәңгини йоқатмақ; өңмәк. ②Миҗәз-хулқи, әдәп-әхлақи йаманлашмақ, йаман тәрәпкә өзгәрмәк, бузулмақ: йирақтики дүшмәндин, айнип кәткән дост йаман (мақал). 2. ③Пикридин, нийитидин, сөзидин қайтмақ, пикрини, нийитини өзгәртмәк: мадотәйниң хетини мәндин алдиңиз, әмди нечүн билмидим айнип қалдиңиз? ④Әқлидин азмақ, елишип қалмақ, сараң болмақ: һәй, кичик әпәнди, қариғина, чоң әпәндиңни! Айнип қалдиму? Немә? ⑤Илишмақ: көңли айнимақ. 3. Пеил ①тутмақ, авумақ, көпәймәк: хоп айниди көчәтләрму чечәкләп, мевә алдуқ күздә раса етәкләп. ②Күчәймәк, еғирлашмақ: әнвәрниң кесили техиму айнип қалди.

Аваричилик

Исим. Омумән кишини аварә қилидиған намувапиқ қийинчилиқ, җапа, иш-әмгәк: у бу сөзидин бираз хиҗил болғандәк:-биз келип силәргә көп-аваричилик селип қойдуқ, -деди астағина.