«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бәҗа

Рәвиш [парсчә] «йезиқ тили» көпинчә «кәлтүрмәк, әйлимәк» қатарлиқ пеиллар билән келип «җайида орунлимақ, иҗра қилмақ, әмәлгә ашурмақ, ада қилмақ» дегән мәниләрни билдүриду: мәшур бу вәзипиләрниң һечқайсисини кечиктүрмәй вақтида бәҗа кәлтүрди.

Бәхтсизлик

Исим ①бәхттин мәһрумлуқ, тәләйсизлик: униң бәхтсизликигә мән сәвәбчи болдум. ②Бала-қаза, пешкәллик, көңүлсизлик, келишмәслик: аминә:-бәхтсизликкә йолуқуштин қорқимән-,деди йиғламсирап.

Бәрҗәс

Сүпәт [парсчә] «йезиқ тили» ①зор күч-қуввәткә толған: җоту-кәтмәнләр бәрҗәс мүриләрдә парқирайтти. ②Сағлам; роһлуқ; тетик: бу униң апәтлик йиллардиму өзини ташливәтмәй, роһсизланмай, бәрҗәс турғанлиқидин бешарәт берәтти. ③Салмақ, тәмкин, мәзмут: алим йеши 50 тин ешип қалғиниға қаримай, йашлар арисида бәрҗәс қәдәм ташлап кетивататти.