«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бедә

Исим <بوتانىكا> Пурчақ аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Бу асасән чарва маллар үчүн от-чөп қилиниду, деһқанчилиқта йешил оғут өсүмлүки орнидиму ишлитилиду. Йеңи чиққанда униңдин чөчүрә, җувава қатарлиқ тамақларму етип йейилиду.

Бесиқмақ

Пеил ①бесилмақ, пәслимәк, җимимақ, тинчимақ, тохтимақ: әмәт уста өзичә терикип-чечилип йәнә бесиқип қалди. ②Азлимақ, шалаңлашмақ, пәсәймәк: күз келип етиз-ериқлардики алдирашлиқларму бесиқти.

Беши Чүшмәк

①Осал әһвалда қалмақ, тән бәрмәк: әмәлий пакитлар алдида әмәтниң беши чүшти. ②Роһсизланмақ, чүшкүнләшмәк: актипларниң беши чүшти, дүйни сақлап қелиш расттинла наһайити қийин иди.