«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бағлимақ

Пеил. ①Бағ, түгүн селип улимақ ;чигмәк: бәтинкиниң боғқучини бағлимақ. ②Арғамча, бағлиқ, боғқуч қатарлиқ нәрсиләр билән бирәр нәрсини қимирлийалмайдиған қилип таңмақ: бойнини бағлиған ит овға йаримас (мақал).*Тилсиз адәмни бағлиғичә иза тартсаңчу! Мана мәндәк адәмни бағлаңлар. ③Орнатмақ, турғузмақ, тиклимәк: муһәббәт бағлимақ. ④Мунасивәтләштүрмәк, йеқинлаштурмақ, четиштурмақ: мәсилиләрни бир-биригә бағлап қараш керәк. ⑤Қонмақ, қаплимақ: ширнә бағлимақ. ⑥Йасимақ: супа бағлимақ. ⑦Әсир қилмақ, мәптун қилмақ, өзигә қаритивалмақ:-чирайлиқ йүзүң билән мени өзүңгә бағлидиң. ⑧Әтмәк, йапмақ, тосимақ, таңмақ: җаллат келип униң көзлирини бағлапту. ⑨Тосмақ, тутмақ, башлимақ: су бағлимақ.

Бала-Чақа

①Бир аилидики чоң-кичик, қиз-оғул балилар: йүсүп тохти:-ата-ана билән бала-чақа оттурисида мәңгүлүк вападарлиқ болуши керәк,-дәйтти. ②Аилә әзалири; хотун вә балилар: айимхан ача:-савут, мә, бала-чақаңдин хәт кәпту,-дәп йанчуқидин бир парчә хәтни елип униңға сунди.

Балдирған

Исим «ботаника» күнлүксиман гүллүкләр аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Ғоли тик, оттуриси кавак келиду; мевиси тухум шәкиллик болиду; тебабәттә дора қилиниду; тәбиити иссиққа майил, аччиқ, зәһәрсиз болуп, соғуқ йәлни, һөллүкни қайтуриду; ағриқ басиду.

Байнақ

Исим «ботаника» мурәккәп гүллүкләр аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Тебабәтчиликтә йилтизсиман ғоли дора қилиниду. Униң тални күчәйтиш, нәмликни қайтуруш қатарлиқ роли бар, шинҗаңниң или районида өсиду.