«Б» Билән Башланған Изаһлар

Буруқтурма

Сүпәт ①кишиниң нәписини боғидиған, демини сиқидиған; тинчиқ: униң өйдики буруқтурма сесиқлиқтин қилчә көңли айнимайтти. ②Көчмә мәнидики сөз. Көңүлни ғәш қилидиған, ичини пушуридиған, зериктүридиған: мән ғәмкин вә буруқтурма күн өткүзүшкә башлидим.

Буғитапан

Исим [буға+тапан] <بوتانىكا> Буғитапанлиқлар аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмиқи йумилақ, гүли ақ болиду. Тебабәтчиликтә дора қилиниду. Пәй, сөңәкләрни күчләндүрүш, рематизмни давалаш, қан тохтитиш ролиға игә.

Буйа

Исим <بوتانىكا> Пурчақ аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. 30-80 Сантиметир өсиду; пүтүн өсүмлүк тенидә қисқа вә йумшақ ақ түкчилири болиду; ғоли шахлинип тик өсиду; йопурмиқи соқичақ келиду; қасирақлиқ мевиси тәсвисиман болиду; уруқи сарғуч, тәми интайин қериқ; йилтизи тик өсиду; тебабәтчиликтә пүтүн чөпи вә уруқи дора қилиниду; тәбиити соғуқ, зәһәрлик болуп һөл иссиқни тарқитиду, ағриқни басиду, һашаратларни өлтүриду.