«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бери

①Рәвиш. Сөзләватқан киши, сөз болуватқан вақит йаки орунға йеқин: бери кәлгин! Бери олтуруң! ②Тиркәлмә. (Чиқиш келиш қошумчиси » дин,-тин» билән кәлгәндә) бәлгилик пәйт, «-дин башлап, давамида, мабәйнидә, буйан, тартип, етибарән» дегән мәнини билдүриду: узундин бери.

Бесилғақ

Исим <بوتانىكا> Кресит гүллүкләр аилисидики икки йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Уруқи тохумсиман, тебабәтчиликтә йәр үстидики қисми вә уруқи дора қилиниду. У җигәрни йахшилап көзни рошәнләштүрүш, тал вә ашқазанни толуқлаш, қуввәтни ашуруш ролиға игә.

Белиқгүл

Исим [белиқ+гүл] <بوتانىكا> Чоқа аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмақлири тарилип өсиду; гүлиниң рәңги сериқ; тениниң йәр үсти қисми дора қилиниду. У иссиқни қайтуруп йаллуғни йоқитиш, ич сүрүшни тохтитиш ролиға игә.

Бәтгуман

Сүпәт [парсчә] һәркимдин, һәрбир иштин гуман қилидиған, һәркимгә, һәр нәрсигә шүбһә билән қарайдиған; гуманхор: гәр мени «оғри» десә пүткүл җаһан, паклиқимдин қилчә қилмаймән гуман. Бәтгуманлар тутса мени «оғри» дәп, бундин артуқ дәрдму болмайду маңа.