«Б» Билән Башланған Изаһлар

Биләк

Исим ①қолниң беғишидин җәйнәккичә болған қисми: алтун болса күмүш болса, салсам биләккә, йирақтики йарниң оти тәгди йүрәккә. ②Қол: билики йоған бирни йеңәр, билими йоған миңни (мақал).

Бөриқуйруқ

Исим [бөрә+қуйруқ] «ботаника» башақлиқлар аилисигә тәвә көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмиқи йипсиман, гүлиниң шәкли бөрә қуйруқиға охшайду. Адәттә тағ бағрида йаки йол бойида өсиду. Йумшақ көтики (ғоли) есил йәм-хәшәк материйали болиду, шах вә йопурмақлири изолйатсилийигүчи қәғәзниң йахши материйали һесаблиниду.