«Б» Билән Башланған Изаһлар

Башлиқлиқ

①Башлиқ қилидиған иш, вәзипә: башлиқлиққа көтүрүлмәк. Дәрвәқә, униңға мәнсәп йарашқандәк башлиқлиққа көтүрүлүп узақ өтмәйла сәмрип кәтти. ②Исим. Айағ кийиминиң йүзини қаплашқа ишлитилидиған рәхт.

Бақмақ

Пеил ①нәзәр ташлимақ, нәзәр салмақ, қаримақ: көккә бақма, көпкә бақ (мақал). ②Қарашлиқ болмақ; ағзиға қаримақ: байға баққан қул болар, кәмбәғәлгә баққан гүл болар (мақал). ③Көзәтмәк, қарап турмақ, сақлимақ, муһапизәт қилмақ: уни икки пайлақчи беқип турупту. ④Тәрбийилимәк, пәрвиш қилмақ, һалидин хәвәр алмақ: бала бақмақ. Кесәл бақмақ. ⑤Өй һайванлири вә өй қушлирини пәрвиш қилмақ, асримақ, отлатмақ: пада бақмақ. Тоху бақмақ. ⑥Ахтурмақ, издимәк: йанчуқини бақмақ. ⑦Тепип өлтүрмәк: пит бақмақ. Баш бақмақ. ⑧Көчмә мәнидики сөз. Йемәк, ичмәк: ашқа бақмақ.*Қени йолдашлар, нанға беқиңлар, чайдин елиңлар… ⑨мувапиқлашқан, маслашқан һалда иш тутмақ: заман саңа бақмиса, сән заманға бақ (мақал). ⑩Рәвишдашлар билән бирикип келип түс мәнисини билдүриду: ⑪ иш-һәрикәтни беҗиришкә урунушни билдүриду: мән һечқачан йалған сөзләп бақмиған. ⑫Иш-һәрикәтни...

Давамини оқуң!