«Б» Билән Башланған Изаһлар

Беғирлатмақ

«Беғирлимақ» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: у кечичә йамғур арилаш чиққан қаттиқ боран дан тутуватқан болуқ буғдайларни йәр беғирлитип йатқузуватқанлиқини көрүп, мол һосулдин үмидсизләнди.

Бәрқ Урмақ

①Чақнимақ, парқиримақ, йалтиримақ: тавлинип рәңдар гиләмдәк бәрқ урар отлақ-етиз, қайниған йайлақ һайати мисли өркәшлик деңиз. ②Намайан болмақ, сезилип турмақ, көрүнмәк: чирайидин һесабсиз шадлиқ тәбәссуми бәрқ уруп турған йаш ата қабилбек чиқип кәлди. ③Улғаймақ: қизиди уссул, сама, дилларда шадлиқ бәрқ уруп, болди мәнбәси үзүлмәс дәрйа, фонтан қәшқирим.