«Б» Билән Башланған Изаһлар

Буйақ

Исим [бу+йақ] ①сөзлигүчи ишарә қилған йаки көрсәткән тәрәп: мәрәмниса:-гүләмхан ача, буйаққа чиқсила,-дәп товлиди. ②«Бу киши, бу адәм» дегән мәнидә ишлитилиду:-йолдаш хәмит,-деди адил биллә кәлгән адәмни көрситип,-буйақ сизни издәп кәпту. ③Тәвәлик 3-шәхс қошумчиси билән келип, «мабәйнидә, бу тәрипидә» дегән мәниләрни ипадиләйду: улар икки-үч күнниң буйақи соқида йетип, соқиниң қаттиқ-қуруқлириға хели көнүп қалғаниди.

Буйрумақ

Пеил ①бирәр ишни қилишқа, беҗиришкә буйруқ бәрмәк; тапшурмақ; тапилимақ: ит мүшүкни буйруса, мүшүк қуйруқини буйрупту (мақал). ②Һөкүм қилмақ, һөкүм чиқармақ: хәлипә һарун рәшид уни шу йәрдә өлүмгә буйрупту. ③Бирәр ишни алдин һавалә қилмақ, заказ қилмақ, буйрутмақ: гүлхеним шәриханға бир доппа буйруғаниди. ④Қануний йол билән игиликидә, тәвәликидә қилип бәрмәк: егичә-сиңиллар:-болмиса, қазиға баримиз, қази қайсибиримизгә буйруп бәрсә йигит шуниң болиду,-дәп дивиләрниң қазисиға берипту. ⑤Мәлум ишни қилиш йаки мәлум бирини қилмаслиқни вәсийәт қилмақ, йезип бәрмәк (дохтур, тевипларниң көрсәтмилири һәққидә): дора буйрумақ. ⑥Бирәр иш, тапшуруқ билән әвәтмәк: музәппәр бу гәпни аңлап, бизни шу күнила тағқа буйруди. ⑦Несип болмақ, несип қилмақ: йүгүргән қалар, буйруған алар (мақал).*Буйруса бала, буйрумиса бала (мақал).

Беши Асманға Тақашмақ

Чәксиз хушаллиққа чөммәк, интайин һайаҗанланмақ: күнләрниң биридә сениң қолуңда оқуған оқуғучилардин бирәри даңлиқ адәм болуп қалса, қериғиниңда у сени йоқлап келип, оң қолини көкрикигә қойуп салам бәрсә, сениң бешиң асманға тақашмамду?