«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бөсмәк

Пеил ①қоршав, тосалғуни йерип, өтмәк: башлиди қалған йигитни етилип дүшмәнгә қиз, буйруди қоршавни бөсмәкни уларға шунчә тез. ②Қол йаки пичақ қатарлиқлар билән йерип парчилимақ: қассап канариға пүтүн пети есиқлиқ турған қойниң гөшидин бир арқа путни шарттидә бөсти-дә, гирға салди. ③Йармақ, сөкмәк: тағарни тикишидин бөсүвәт.

Бөлүш

Исим «математика» бөлүш әмили вә уни ипадиләйдиған бәлгә (÷). Бәзидә униң орниға тоғра сизиқ, йанту сизиқ йаки қош чекит (:) ишлитилиду. ②Исим «логика» тәпәккурдә әйни бир җинс уқумни шу җинс уқум тәркибидики бирқанчә түр уқумға айриш көздә тутулиду.