«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әпсаниви

Сүпәт [парсчә] ①әпсаниләштүрүлгән, әпсанигә аит: әпсаниви һекайә. Әпсаниви гәп. ②Пәқәт әпсаниләрдила мәвҗут болған, аләмдә йоқ, хийалий: «ирақ муқаминиң башлиниш музикиси» ниң текистида муһәммәт сидиқ зәлилиниң әпсаниви җәннәтни рәт қилидиған, аләмгә тәбиәт көзқариши билән нәзәр ташлайдиған шеирий җүмлилирини учритимиз. ③Көчмә мәнилик сөз. Әқилгә сиғмайдиған, мисли көрүлмигән, ойдурма, тоқулма: әпсаниви гәп.

Әпләшмәк

Пеил ①мувапиқлашмақ, маслашмақ, баб кәлмәк, җайиға чүшмәк: иш әплишип нәп тәгкәнчә униң нәпси йоғинашқа башлиди. ②Йарашмақ, иттипақлашмақ, йахшилашмақ, чиқишип қалмақ: улар тойдин кейин бир-бири билән бир обдан әплишип қалди.

Әҗәба

Имлиқ сөз [әрәбчә] тәәҗҗуп, қизиқ, һәйран қаларлиқ, ғәлитә:-мени техичила чүшәнмәйдикәнсиз-дә!-Деди турғун рәнҗип, -әҗәба, мән пул үчүн шундақ қиливатимәнму?! Йақ хәлқимизниң пайда-мәнпәити үчүн!