«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әсмәк

①Пеил. Йегән тамақ һәзим болмай қорсақни көптүрмәк: һазир йегән шаптул қорсиқимни есип, биарам қиливәтти. ②Пеил. «Йезиқ тили» урмақ, өтмәк, чиқмақ, йәлпүмәк (шамал һәққидә): әй гүзәл қиз, йенимдин өттүң, ипар чечип әскәндәк шамал. Зибағина қамитиң сениң гойа йеңи гүллигән ниһал.

Әсәбий

Сүпәт [әрәбчә] ①аччиқи, ғәзипи, зәрдиси тез келидиған: әсәбий киши. Әсәбий бала. Әзәлдин тәмкин вә хуш чирай бу һаким тақәт қилалмай әсәбий адәмдәк варқирап ташлиди. ②Йаман характерлик, ғәлитә миҗәзлик: сотлар қанлиқ вә һәйран қаларлиқ вәқәләрни мәззә қилип аңлиғучи әсәбий хотунларға толуп кетәтти. ③Қаттиқ аччиқ: униң вуҗудини қандақтур бир хил әсәбий қәһруғәзәп чирмивалғаниди.

Әгәшмәк

Пеил ①арқисидин маңмақ, кәйнидин бармақ: әң ахирида тәклип қилған шу чоканға әгәштим-дә, йүрүп кәттим. ②Бирәр кишини дорап, тәқлидий иш-һәрикәт қилмақ; бирәр кишиниң гепигә кирмәк: мән он йил саңа әгәштим. ③Рәвишдаш шәклидә «. .. Гә улишип » мәнисидики тиркәлмә ролида келиду: дунйаниң аватчилиқиға әгишип, қәшқәрму аватлишип кетиветипту.

Әлчи

Исим ①бир тәрәп йәнә бир тәрәпкә мәлум һаҗәт, тапшуруқ билән әвәткән киши, икки оттурида васитилик рол ойнайдиған адәм: әлчи қоймақ. Әлчи әвәтмәк. ②Дипломатик вәкилләрниң әң йуқири мәртивиси, вә шу унванға игә болған адәм; дипломат: җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң росийәдә турушлуқ әлчиси. .3 Көчмә мәнилик сөз. Дерәк (хәвәр) бәргүчи нәрсә, бәлгә: турна-баһарниң тунҗи әлчиси һесаблиниду.

Әлһасил

Бағлучи [әрәбчә] «йезиқ тили» омумән қилип ейтқанда, йиғип ейтқанда, қисқиси, омумән дегән мәнидә қистурма сөз ролида келиду: әлһасил, өлкимизниң иқтисадиниң көтүрүлүши билән хәлқ турмуши күндин-күнгә йахшилинип кетип бариду.