«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әдәбий Тил

«Әдәбийат» бәлгилик бир милләт хәлқиниң еғиз тилни асас қилип узақ тарихий дәвр җәрйанида шәкилләнгән, пишшиқланған, қелиплаштурулған һәмдә әдәбий әсәрләр, гезит-журналлар, китаб, материйаллар, хәт-алақә вә радиоларда ишлитидиған ортақ тили.

Әзизлимәк

Пеил ①алаһидә йахши көрмәк, әтиварлимақ, һөрмәтлимәк, иззәт-икрам қилмақ: хәлқ үчүн ишлигән, хәлқ үчүн хизмәт қилған кишини һәммә әзизләйду. ②Улуғ, сөйүмлүк дәп қаримақ:-уни бунчивала әзизләп кәтмисилә, деди савут сәл нарази болуп.

Әстәрлимәк

Пеил ①әстәргә алмақ, әстәр орнатмақ: чапанни әстәрлимәк. Йотқанни әстәрлимәк. ②Көчмә мәнилик сөз. Аз-тола бир нәрсә йемәк, тойғузмақ: җамал ака натонуш кишигә:-аввал қорсақни азрақ әстәрләйли, андин сөзлишәйли, -деди.