«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әтрап, Әтрапи

Исим [әрәбчә] ①төт тәрәп, пәрқ әткән һәммә йақ: күндүзи гәп қилсаң, әтрапиңға бақ, кечиси гәп қилсаң, қулақни қулаққа йақ (мақал). ②Көзәткүчигә нисбәтән йеқин җай: йерим саәттин кейин йеқин әтрапта зәмбирәкләр гүлдүрләшкә башлиди. ③Мәлум нәрсиниң чөриси: һазир кәлгән меһманлар үстәл әтрапиға топлишип олтурди.

Әтмәк

1. Пеил ①йапмақ, тақимақ: у астағина өйгә кирип, ишикни ичидин әтти. ②Өзара туташтурмақ; түгмилимәк, измилимәк: бовам мени йолға салмақчи болуп, хурҗунумниң измисини алдиримай әтти. ③Тосмақ, йапмақ; оримақ; таңмақ; далда қилмақ: йүзини әтмәк. Көзини әтмәк. ④Тосмақ, торимақ, башқурмақ: суни әтмәк. Башламни әтмәк. 2. Пеил ①һәр хил хам йемәкликләрни пишшиқлап ишлимәк, йасимақ, қилмақ: бу қиз дадисиниң аш-тамиқини етип берип, өй ишлирини башқуридикән. ②Бирәр иш-һәрикәтни беҗирмәк, қилмақ: аввал там әт, андин бағ әт (мақал). Шаптулда бағ әтмә, өчкидә мал әтмә (мақал). ③Көчмә мәнилик сөз. Дәп билмәк, дәп һесаблимақ, қатарида көрмәк; тутмақ: момай:-қизим, адәм охшаш болмайду, һәр һалда адәм әткәнгә тәзим әт. Бу йигит сениң муһәббитиңгә еришишни тәләп қилди, дәпту. 3. ④«Қилмақ» мәнилиридики йардәмчи пеил ролида...

Давамини оқуң!

Әҗдиһадәрихи

Исим [әҗдиһа+дәрәх+и] «ботаника» гүлсамсақ аилисидики йил бойи көкирип туридиған һәм наһайити егиз өсидиған дәрәх. Йопурмиқи хәнҗәрсиман, гүли ақ, мевиси ширнилик. Тропик бәлвағда өсиду. Җуңйи дориси-палма йелимини пишшиқлап ишләштә хам әшйа қилиниду.

Әхлақ, Әхлақи

Исим [әрәбчә] кишиләрниң һәрбир җәмийәткә хас болған паалийәт мизани; әдәп, хулқ, пәзиләт: мәдәнийәтлик, әдәплик болушқа әһмийәт бериш вә иҗтимаий әхлақни қоғдашта һәммә кишиниң мәсулийити бар.

Әдәбий Ахбарат

«Әдәбийат» реал турмуштики типик әһмийәткә игә һәқиқий адәм, һәқиқий ишлар тема қилинидиған, мувапиқ бәдиийләштүрүш алаһидиликигә игә хәвәр, ахбарат, зийарәт хатириси, очерк қатарлиқлар.

Әрбаб, Әрбаби

Исим [әрәбчә ①] пән, мәдәнийәт, сәнәт саһәлиридә йаки дөләтниң сийасий ишлирида өз паалийити билән тонулған, шу саһәләрдә өзини көрсәткән шәхс: хизмитимизгә пүтүн мәмликәт хәлқи көңүл бөлүпла қалмастин, бәлки дунйадики әрбабларму диққәт қилмақта. ②Башлиқ, әмәлдар: ойнашмаң әрбаб билән, әпләп салар һәр баб билән (мақал).