«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әмисә

Бағлиғучи. Җаваб җүмлиниң бешида келип «ундақта, ундақ болса, ундақ болғанда» дегән мәниләрни билдүриду:-мақул мома, әмисә кәттуқ, сән маңа расттинла бир данә путбол топи елип берисән?!-Деди момайниң нәвриси ишиктин чиқип кетиветип.

Әнәнә

Исим [әрәбчә] кишиләрниң турмуштики өрп-адәт, әхлақ, идийә, истил, сәнәт, түзүм қатарлиқ тәрәпләрдә әвладтин әвладқа, атидин балиға қелип келиватқан, өзигә хас алаһидиликкә игә бир хил иҗтимаий амил: меһмандост Уйғур бовай өз әнәниси бойичә атни еғилға бағлап, йипәк сәллилик йолучини өйгә башлиди.

Әйләшмәк

①«Әйлимәк» пеилниң өмлүк дәриҗиси: улар мәсулийәт түзүминиң түрткиси билән аштин чиққан териләрни сүпәткә кепиллик қилиш шәрти билән һөддигә елип бәс-бәс билән әйләшти. ②«Әйлимәк» пеилиниң өмлүк дәриҗиси: кона җәмийәттә әҗнәбий муғәмбәрләр оғридәк қәст әйлишип, җуңгониң пут-қолиға гаң четиқини чатқаниди.

Әңликот

Исим [әңлик+от] «ботаника» әңликот аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмақлири топлишип өсиду вә сапақсиз келиду, мевиси қаттиқ, шәкли тухумсиман вә сус қоңур рәңдә болиду; йилтизи тебабәтчиликтә дора қилиниду.

Әһваллашмақ

Пеил ①бир-биридин һал-әһвал, тинчлиқ-аманлиқ сорашмақ: әхтәм гүлчәмхан чоң анамға қарап келиветип, гүллүк йенида икки қолини көксиниң үстигә җүпләп тәзим қилди. Қәддини руслап әһваллашти. ②Һаллашмақ, параңлашмақ, сөзләшмәк; пикирләшмәк: ташвай кишиләргә салам бериду вә улар билән қизғин әһваллишиду.

Әвзәллик

Исим. Әвзәл шараит, әвзәл хусусийәт: дөлитимизниң шәһәр-базарлиридики ишқа орунлаштуруш хизмитидә йеңи бир вәзийәт йаритиш үчүн, сотсийалистик түзүмниң әвзәлликини җари қилдурушимиз лазим.