Тәвсийилик Әсәрләр

Доктор Әркинай Аблиз

Доктор әркинай аблиз

Әркинай аблиз 1976- йили бүгүр наһийисидә бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. У 1997- йили шинҗаң педагогика университетиниң физика кәспини пүттүрүп, баклавур унванини алди. У университетта оқуватқан мәзгилдә өзлүкидин рус тили өгәнди. Алий мәктәпни пүттүргәндин кейин бүгүр наһийилик 1- оттура мәктәптә физика оқутқучиси болуп ишлиди. Хизмәт қилиш җәрйанида у чәт әлгә чиқип оқушқа ирадә бағлап, бир тәрәптин ишләп, бир тәрәптин өзлүкидин инглиз тилини өгәнди. Шундақла шинҗаң университетиниң магистирант тәрбийиләш мәркизидә «қолланма математика» кәспидә икки йил дәрс алди. Америкида магистирлиқ вә докторлуқ унвани үчүн оқуйдиған чәт әллик оқуғучилар «тофил» (TOEFL) дәп атилидиған инглиз тили имтиһани билән «GRE»дәп атилидиған толуқ оттура мәктәп кәспий дәрслирини мәзмун қилған йәнә бир имтиһанда лайақәтлик болмиса болмайду. Әркинай...

Давамини оқуң!

Мәмтимин Һошур

Мәмтимин Һошур

Мәмтиин һошур – Уйғур һазирқи заман әдәбийатидики көзгә көрүнгән вә муһим орунни игилигән йазғучилардин биридур. У асаслиқи проза саһәсидә муһим әсәрләрни вуҗудқа кәлтүрүп, Уйғур һазирқи заман әдәбийатиниң тәрәққийатида бәлгилик төһпә қошқан. У һазир җуңго йазғучилар җәмийитинң әзаси. Қисқичә һайати Йазғучи Мәмтимин Һошур 1944-йили ғулҗа шәһиридә туғулған. 1962-Йили ғулҗа шәһәрлик 3-оттура мәктәпни, 1967-йили шинҗаң университетиниң тил-әдәбийат факолтетини пүттүргән. 1968-Йилидин 1972-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик бағвәнчилик мәйданида қайта тәрбийидә болған, 1972-йилидин 1975-йилиғичә ғулҗа шәһири кепәкйүзи йезисида хәлқ ишлири кадири, 1975-йилидин 1979-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик шәһәр қурулуши идарисидә тәшвиқат кадири қатарлиқ хизмәтләрни ишлигән. Йазғучилиқ һайати Мәмтимин Һошур 1979-йилидин 1995-йилиғичә «или дәрйаси» жорнилида муһәррир, баш муһәррир, или областлиқ йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси вә муавин рәис қатарлиқ вәзипиләрни өтигән. 1995-Йилидин 2006-йилиғичә шинҗаң Уйғур...

Давамини оқуң!

Иқбал Турсун

Иқбал Турсун

Иқтидарлиқ әдәбийат тәтқиқатчиси шинҗаң педагогика университетиниң профеиссори, филологийә пәнлири доктури Иқбал Турсун 1969- йили 8- сентәбир қәшқәр шәһиридә хәлқ сәнәткари аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч – тулуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни бөртала вә қәшқәрдә оқуған. 1986- Йили шинҗаң университети әдәбийат факултетиға толуқ курс оқушиқа қубул қилинған. 1991– Йилдин 1994- йилға қәдәр шумәктәпниң түркий тил-әдәбийати кәспи Уйғур әдәбийат тарихи йөнилиши бойичә магистир аспирантлиқида оқуп әла нәтиҗә билән оқушни тамамлиған, шу йили 7– айдин етибарән шинҗаң педагогика университети филологийә иниститутида ишләп кәлмәктә.Иқбал Турсун хизмәткә қатнашқандин тартип һазирға қәдәр тулуқ курс вә аспирантларға «Уйғур килассик әдәбийат тарихи», «әдәбийат нәзәрийәси», « истетика», « әдәбийат–сәнәт писхологйиси», «нәваишунаслиқ тәтқиқати», «кино–телевизийә сәнитидин зоқлиниш», «әдәбийат тәтқиқат методологийиси», «Уйғур қәдимки...

Давамини оқуң!

Рәшид Рәһмәти Арат

Рәшид Рәһмәти Арат вә уйғурлар

Аптори: Йүсүпҗан Йасин (тәрҗимә әсәр) Рәшид Рәһмәти Арат қазан татарлиридин йетишип чиққан дунйави нопузға игә мәшһур түрколог. У 1900- йили қазан шәһириниң ғәрбий шималидики кона үҗүмдә туғулған. 1906-1910-Йилларда башланғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизилйар шәһиридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә (толуқ оттура мәктәп) ни тамамлиған. 1917-Йилидики болшивек инқилабидин кейин түрлүк җәмийәтләр қурулуп, улар қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшиди рәһмәти арат достлири билән бирликтә «бирлик» намидики бир җәмийәтни қуруп, «йашлиқ теңи» дегән бир жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу журналдин башлиған. Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили йарлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, сибирийидә қазан татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим иҗрачилиридин биригә айланған. 1922- Йили германийигә берип пәлсәпә...

Давамини оқуң!

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд 1971- йили 9- айниң 27- күни гума наһийәсиниң қоштағ йезисида туғулған. 1988- Йили қоштағ йезисида толуқ оттура мәктәпни пүттүргән. 1990- Йилидин 2002- йилғичә хотән пахта тоқумичилиқ фабрикисида ишчи болуп ишлигән. 2004- Йилдин башлап һазирғичә хотән вилайәтлик йолучилар тошуш баш бекитидә ишләп кәлмәктә. Әдәбий иҗадийити «йеңи қаштеши» журнилиниң 1990- йиллиқ 3- санида елан қилинған «мениң җәннитим» намлиқ шеир билән башланған болуп, һазирғичә аптоном районимиздики уйғурчә йезиқта чиқиватқан һәр қайси мәтбуатларда 2000 парчидин артуқ шеир вә нәсирлири елан қилинди. 30 Парчигә йиқин шеири хәнзучиға тәрҗимә қилинип елан қилинди. «Мәшрәп чөли», «әрниң еппити», «рәзил аптап», «дутарчи айал» намлиқ 50 парчигә йиқин шеирлири илгири- кийин болуп «хантәңри әдәбийат мукапати», «көкнур шеирийәт мукапати»,...

Давамини оқуң!

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус 1989- йили 12- айда қомул шәһәрлик палвантур йеза дөрбәҗин йоқири мәһәллә кәнтидә деһқан аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч вә толуқсизни қомулда тамамлап, 2006- йили бейҗиң чаңпиң 2- оттура мәктипиниң шинҗаң толуқ оттура синипиға өткән. 2010- Йили әла нәтиҗә билән шәрқи шимал орманчилиқ иниститотиниң бағвәнчилик факолтитиға қобул қилинип, 2014- йили 7- айда оқуш пүттүрүп қомулға қайтип кәлгән. Шерингүл ата-анисиниң йахши тәрбийәси вә оқутқучиси турсунҗан исһақниң тәсиридә, кичикидинла хәттатлиққа вә рәсим сизишқа алаһидә иштийақ бағлиған болуп, 2003-йили тәтил мәзгилидә устази әсәт муһәммәтниң йетәкчиликидә хәттатлиқниң дәсләпки асасини тиклигән. Қомулда оқуватқан мәзгилидә бир қанчә парчә һөсинхәт әсири аптуном район, вилайәтлик мусабиқиләрдә йахши нәтиҗиләргә еришкән, толуқ оттуриға чиққандин кейинму хәттатлиққа болған қизиқиши қилчә суслап...

Давамини оқуң!

Турғун Алмас

Турғун Алмас

Турғун Алмас 1924- йили 10- айниң 30- күни қәшқәр конишәһәр наһийиси дөләтбағ йезисиниң тарбоғуз кәнтидә намрат аилидә дунйаға кәлгән.

У 1934- йилидин 1939- йилиғичә, булақсу райони өркәш йеза башланғуч мәктипи билән қәшқәр конишәһәрдики нурбеши башланғуч мәктипидә оқуди. 1939- Йили 9- айдин 1942- йили 8- айғичә, үрүмчидики сабиқ өлкилик педагогика мәктипидә, 1956- йили 6- айдин 1957- йили 6- айғичә, лушүн әдәбийат институтида оқуди.

Дәсләпки һайати вә иҗадийәтлири
Турғун Алмас 40- йиллардин башлапла рус, франсуз, инглиз классик йазғучилири вә совет йазғучилириниң әсәрлири билән тонушушқа башлиған болуп, униң иҗади паалийитиму ашу йилларда башланған. Турғун Алмасниң иҗадий паалийити шеирийәттин башланған болуп, 1941- йили елан қилған «қайтмаймиз» намлиқ шеири шаир иҗадийитиниң тунҗи мевиси һесаблиниду. Турғун Алмас 1942- йили 8-...

Давамини оқуң!

Алим Әһәт

Алим Әһәт

Алим Әһәт, йумшақ детал инженери, уйғурсофт ширкитиниң қурғучиси, шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутиниң оқутқучиси болуп, у 1973- йили 6- айниң 14- күни шайар наһийәсидә туғулған, 1980- йилидин 1991- йилиғичә шайар наһийәлик 1- башланғуч вә 1- оттура мәктәптә оқуған, 1991- йили 9- айда шинҗаң университети математика факултети һесаблаш математикиси кәспигә қобул қилинған, 1995- йили 7- айда шинҗаң университети математика факолтети һесаблаш математикиси кәспини пүттүргән. 1995- Йили 9- айдин 1996- йили 7- айғичә бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университетида билим ашурған, 1996- йили 9- айдин башлап һазирғичә шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутида оқутқучи болуп ишләватиду. У «қоллинишчан математика» кәспидә аспирантлиқ оқуш тарихи, йумшақ детал инженерлиқ кәспидә магистирлиқ...

Давамини оқуң!