«З» Билән Башланған Изаһлар

Зағра Нан

Зағра нан

Зағра нан – нанниң бир түри болуп, қонақ унини асаслиқ материйал қилип тәййарлиниду, қуруқ болуп, узақ сақлашқа болиду. Тәййарлаш усули: 1. Қонақ униға туз қуйуп, қизиқ суда хемир йуғуруп, хемир совуғанда хемиртуруч, ушшақ тоғралған кава арилаштуруп, бир саәт қойуп болдурулиду. Андин 140-200 сәр чоңлуқта зовула үзүп ақ унда қурғунлап, икки сантиметир қелинлиқта нан йасап, йүзигә пичақ йаки түкчә билән чапрас бәлгә урулиду. 2. Қизитилған тонурға йеқип җөвәндә нанға охшаш қилип пишурулиду. Пишуруш вақти узунрақ болиду. Бу нанни қәшқәр вә хотәнниң көпинчә йәрлиридә су вә туз билән йуғуруп хемирни болдурмайму йақиду. Асаслиқ материйали: қонақ уни бәш килограм, туз мувапиқ миқдарда, су икки йерим килограм, ақ ун 500 грам, аш кависи бир килограм, хемиртуруч 175 грам. Зағра...

Давамини оқуң!