Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар

Абдурахман Қаһар 1936-йили 11- айда ғулҗа шәһиридә қол һүнәрвән аилисидә туғулған. 1945-Йилидин 1952-йилиғичә башланғуч вә оттура мәктәп тәрбийисини ғулҗа шәһиридә алған. 1952-Йили 9-айда ғулҗидики әхмәтҗан қасими намидики билим йуртиға кирип бир йил оқуғандин кейин, 1953-йили 9-айда сабиқ шинҗаң иниститутиниң тил-әдәбийат факултетида оқушқа киргән вә 1956-йили оқуш пүттүргәндин кейин үрүмчи вә ғулҗиларда маарип саһәсидә ишлигән, кейин или педагогика иниститоти тил-әдәбийат факултетиға йөткилип оқутқучилиқ қилған. 1988-Йилидин етибарән шинҗаң йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси болуп ишләшкә башлиған Абдурахман Қаһар, дөләтлик 2- дәриҗилик кәспий йазғучи, җуңго йазғучилар җәмийитиниң әзаси, җуңго аз санлиқ милләт йазғучилири илмий җәмийитиниң һәйәт әзаси иди. Пишқәдәм Уйғур йазғучиси Абдурахман Қаһар 2020-йили 12-декабир күни 85 йешида үрүмчидә вапат болған.

Абдурахман Қаһар әдәбийат саһәсигә 50- йилларниң оттурилирида шеир иҗадийити билән кирип кәлгән вә шу йилларда бир қисим шеирларни йезип елан қилдурған. Кейнчә, у мәхсус проза иҗадийити билән шуғуллинип, «ана вәсийити», «әмәт һаҗи», «деһқан сазәндә» қатарлиқ һекайиларни йазған, 70-йилларниң ахирлиридин тартип бир түркүм йирик әсәрләрни иҗад қилип, прозичилиқ саһәсидә хели чоң нәтиҗиләргә еришкән. Униң «или долқунлири» (икки томлуқ), «һайат сири», «көңүл» вә «ават шәһәрниң йеңи пуқраси» намлиқ романлири; «кәчүр, мени назакәт», «бәхт», «аһ, йашлиқим» қатарлиқ повестлири болуп, йигирмә парчигә йеқин китаби нәшир қилинған. Униң «ават шәһәрниң йеңи пуқраси» намлиқ романи мәмликәтлик аз санлиқ милләт әдәбий әсәрлирини баһалашта «тулпар» мукапатиға еришкән.


Абдурахман Қаһарниң Уйғур Кутупханисидики әсәрлири:

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *