Абдуреһим Өткүр

Абдуреһим Өткүр

Уйғур бугүнки заман әдәбийатиниң йарқин намайәндилиридин, йирик шаир вә йазғучи мол нәтиҗилири билән хәлқимизниң көңүл төридин орун елип келиватқан истидатлиқ мәрһум әдәбийатшунас алим Абдуреһим Өткүр 1923- йили қумулда оттураһал тиҗарәтчи аилисидә дунйаға кәлгән. У өз ата- анисидин кичикидила айрилип, йетим қалған. Дадиси тиләш бегим артуш тиҗәнлик киши болуп, аләмдин өтәр чеғида, әмдила төрт йашқа киргән абдуреһимни қумул мөтивәрлиридин болған дости осман һаҗиға оғуллуққа беривәткән. Осман һаҗим көпни көргән, оқумушлуқ, тәрәққийпәрвәр киши иди. У өмүр бойи пәрзәнт йүзи көрмигән болғачқа, абдуреһимни интайин арзулап вә көңүл қойуп тәрбийилигән. Уни өзи оқутуп хәт-савадини чиқарғандин кейин, диний мәктәпкә бәргән. Диний мәктәптә дәрслик қилинған классик әсәрләр ичидә «соڧи аллайар» дегән китаб тилиниң чүшинишлик, аммибаб, гүзәл, тәсирлик болуши вә вәзниниң җараңлиқлиқи билән Абдуреһим Өткүрни өзигә мәڧтун қиливалған. Шуниң үчүн у икки миң мисрадин артуқ шеирдин түзүлгән бу китабниң көп қисмини йадилап болған. 1934-Йили гүдәк абдуреһим башланғуч мәктәптә пәнний билим елишқа муйәссәр болған; 1936-йили үрүмчигә оқушқа әвәтилип, үрүмчи биринчи гимназийидә үч йил оқуған; 1939- йили шинҗаң дарилфунуниға имтиһан берип киргән. 1942- йили бу мәктәпниң педагогика факултетини әла нәтиҗә билән пүттүргән.

У бу мәзгилдә «гаң қанат лачин», «долқунлуқ һайат», «йиңи җуңго гүлистаниға», «тамчә қандин милйон чечәкләр», «чин модән» (л.Мутәллип билән бирлишип йазған) қатарлиқ шеир, дастан вә драмаларни «шинҗаң гезити», «йиңи нур» қатарлиқ мәтбуатларда арқа- арқидин елан қилип, йеңи Уйғур әдәбийати сепигә үмидлик йаш күч болуп қошулған. 1943-Йили баһарда, миллитарсит шең шисәй тәрәққийпәрвәрлик ниқабини йиртип ташлап, өзини гоминдаң қойниға атти. Чин тийәнчу, мавземин, лин җилу қатарлиқ коммунистларни вә нурғун илғар затларни қолға елип, уларға дәһшәтлик зийанкәшлик қилди. Шуниң билән йаш шаирму бу борандин аман қалмай 1944-йили қолға елинип түрмигә ташланди. У 1945- йилиниң башлирида түрмидин чиқип, нәшрийат орунлирида тәһрирлик хизмити билән шуғулланди. 1946-Йили униң тунҗи шеирлар топлими «йүрәк муңлири» таш мәтбәәдә бесилип чиқти. Қизил армийә түркистан һудудиға дахил болғандин кейин Абдуреһим Өткүр хели бир мәзгил асасән тәрҗиманлиқ, классик әдәбийат тәтқиқати вә оқутқучилиқ билән, җүмлидин чәтәл тиллири вә әдәбийатини өгиниш билән шуғулланға н болсиму, әдәбий иҗадийәтни тохтитип қоймиған иди. Лекин шу чағларда у солчиллиқниң касапити билән мәтбуат һоқуқидин мәһрум қилинип, әсәрлирини елан қилиш имканийитигә игә болалмиған. Пәқәт җ к п 11-нөвәтлик мәркизи комитети 3-омумий йиғинидин кейинла қайтидин иҗадийәт әркинликигә еришкән. У қисқиғина бир нәччә йил ичидә «йахши» , «керәк болса», «өмүр һәққидә мухәммәс», «боғда анам», «мән ақ байрақ әмәс», «қәшқәр кечиси», «улуғ ана һәққидә чөчәк», «гүл вә азған» қатарлиқ шеир, дастан вә балладаларни, «из», «ойғанған земин» романлирини елан қилип, һазирқи заман Уйғур әдәбийатидики орнини толуқ намайан қилған иди. Әпсуски бу һармас қәләмкәш, истидатлиқ йазғучи, әдәбийатшунас алим абдуреһим тиләшов өткүр 1995-йили 10-айда кесәл сәвәби билән биз билән мәңгүлүк хәйриләшти.


Иҗадийти
Күчлик реализмлиқ роһ вә чоңқур тарихий асасқа игә әсәрлири билән җамаәтчиликкә тонулған талантлиқ шаир вә йазғучи Абдуреһим Өткүр 1985- йили төмүр хәлипә башчилиқидики қумул деһқанлар қозғилиңиниң өтмүшини әкс әттүргән тарихий роман «Из» Ни елан қилғандин кийин, китабханларниң арисида күчлүк тәсир қозғап, йиңи дәвр Уйғур әдәбийати мунбиридә кишиләрни алаһидә җәлп қилған чолпан болуп қалди. Униң илгири-ахир «Қәшқәр кечиси», «Из», «Өмүрмәнзиллири», «Ойғанған земин» Қатарлиқ китаблири нәшр қилинди. Униң йәнә «шеир вә шаир», «турпан тәсиратлири», «Қәшқәр кечиси» , «Улуғ ана һәққидә чөчәк» қатарлиқ шеир вә дастанлири хәнзу тилиға тәрҗимә қилинип, «шерийәт», «милләтләр әдәбийати», «ғәрбий дийар әдәбийати» қатарлиқ журналларда елан қилинди. 1982-Йили 1-айда хәлқ гезитидә вә «милләтләр әдәбийати тәтқиқатиға даир обзорлар мәҗмуәси» ниң 2- санида «Қәшқәр кечиси» Һәққидә мәхсус обзорлар елан қилинип, бу надир әсәр Уйғур шеирийәт гүлзаридики аҗайип есил гүл дәп мәдиһеләнди. Бу дастанниң йапон тилидики қисқартилған тәрҗимиси 1985-йили йапонийәдә нәшр қилинған җуңго азсанлиқ милләтләр әдәбийати мәҗмуәси ниң 2- топлимиға киргүзүлгән. Хәнзучә тәрҗимиси 1988- йили шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин айрим китаб болуп бесилип чиқти. Абдуреһим Өткүрниң өзи болса, 1983-йили җуңго азсанлиқ милләт йазғучилириниң тәрҗемиһали дегән китабта тонуштурулди. Униң йәнә нурғун әсәрлири оттура мәктәп әдәбийат дәрсликигә киргүзүлди.


Абдуреһим Өткүрниң әсәрлири

Китаблар

  • Хәнзу тилидики ڧилилләрниң өлчәмлик тәрҗимә қилиниш мәслилиси, үрүмчи шинҗаң хәлқ нәшрийати, 1957-йили
  • Кашғәр кечиси, үрүмчи, шинҗаң хәлқ нәшрийати, 1980-йили
  • Өмүр мәнзиллири, (шиерлар топлими) үрүмчи, шинҗаң хәлқ нәшрийати, 1985-йили
  • Из, (роман) үрүмчи, шинҗаң хәлқ нәшрийати, 1985-йили
  • Ойғанған земин (роман) (биринчи қисим), үрүмчи, шинҗаң хәлқ нәшрийати, 1988-йили
  • Ойғанған земин (роман) (иккинчи қисим), үрүмчи, шинҗаң хәлқ нәшрийати, 1994-йили

Мақалиләр

  • Уйғур шиерийитидики аруз вәзини һәққидә, шинҗаң сәнити (уйғурчә, 1980- йили 7-8- санлар)
  • Қәдимки заман Уйғур тилиниң шәккилиниши вә тәрәққийати (шинҗаң иҗтимаий пәнләр тәтқиқати 1982- йили 2- сан сан)
  • Уйғур қәдимки заман әдәбийатидики бәзи мәсилиләр һәққидә мулаһизә, шинҗаң сәнити (уйғурчә, 1981- 8- сан)
  • Уйғур шиерийитидики робаий һәққидә, шинҗаң сәнити (уйғурчә, 1981- 8- сан)

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *